тика сомалида кәлкүн апитигә учриғанларға йардәм қилди

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA) сомалиниң сомалиләнд районида йүз бәргән кәлкүн апитидә зийанға учриған онларчә деһқанға деһқанчилиқ сайманлири йардәм қилди.

1543592
тика сомалида кәлкүн апитигә учриғанларға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: тика сомали кординатор йардәмчиси илһами турус еригадо шәһиридә өткүзүлгән деһқанчилиқ сайманлирини тарқитиш мурасимида сөз қилди.

у: «түркийәдин кәлгән деһқанчилиқ сайманлиридин пайдилинип техиму йахши мәһсулат алидиғанлиқимизға ишинимән. тика болуш сүпитимиз билән сомалиләнд хәлқини қоллашни давамлаштуримиз. иншааллаһ алдимиздики йилларда охшимиған чоң лайиһәлиримиз билән қоллишимизни давамлаштуримиз» деди.

сим-сим йамғур көп йағидиған сомалиләндтә дәрйа бойлирида кәлкүн апити көп йүз бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر