шәнтоп «вухән вируси» ваксинисини тәтқиқ қилип йасап чиққан түрк дохтурларни тәбриклиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп «вухән вируси» ваксинисини тәтқиқ қилип йасап чиққан германийәниң бийо технологийә ширкити  BioNTech ниң қурғучилиридин пирофессор доктор уғур шаһин вә униң рәпиқиси доктор өзләм түрәҗини тәбриклиди.

1530003
шәнтоп «вухән вируси» ваксинисини тәтқиқ қилип йасап чиққан түрк дохтурларни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, түрк алимлар шаһин вә түрәҗи билән көрүшкәнликини тәкитләп мундақ деди: «<вухән вируси> ваксинисини тәтқиқ қилип йасап чиққан пирофессор доктор уғур шаһин вә униң рәпиқиси доктор өзләм түрәҗи билән көрүшүп, тәбриклидим. икки пуқрайимизниң бу мувәппәқийити, түркийәгә болған садақити вә хизмәт қилиш еңи һәммимиз үчүн пәхирлиниш мәнбәсидур. уларни тәкрар тәбрикләймән вә уларға мувәппәқийәт тиләймән.»
 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر