түркийәниң сүрийәниң тәл абйад районидики турмушни нормал изиға чүшүрүш хизмәтлири давамлашмақта

түркийәниң барған хизмәтчи хадимларниң, сүрийәниң шималий чеграсидики тәл абйадтики йол елиш вә сим йоллирини әслигә кәлтүрүш хизмәтлири давам қилмақта.

1305256
түркийәниң сүрийәниң тәл абйад районидики турмушни нормал изиға чүшүрүш хизмәтлири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң барған хизмәтчи хадимларниң, тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити арқилиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатидин халийлаштурулған сүрийәниң шималий чеграсидики тәл абйадтики йол елиш вә сим йоллирини әслигә кәлтүрүш хизмәтлири давам қилмақта.

шанлиурфа валийлиқ мәһкимиси йазма байанат елан қилип, тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити арқилиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатидин халийлаштурулған сүрийәниң тәл абйад шәһиридә турмушни нормал изиға чүшүрүш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини уқтурди.

шанлиурфа валийлиқ мәһкимиси вилайәтлик кординатсийә вә һәрикәт мәркизиниң бир туташ башқуруши астида таш йол қурулуши хадимлири, ақчақәлә чегра еғизи билән тәл абйад шәһәр мәркизи арисидики 10 километирлиқ таш йолни әслигә кәлтүрди.

шәһәрниң ток билән тәминләш мәсилилирини һәл қилиш үчүн районни енергийә билән тәминләватқан електир истансиси билән шәһәр арисидики сим йоллири әслигә кәлтүрүлүп, синақ қилинди. дөләт су ишлири идариси, техи йеқиндила рәсуләйндиму ичимлик сүйи билән тәминләш хизмәтлири даирисидә турубба линйәлирини әслигә кәлтүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر