әрдоған: сакарйа зәпири әзиз миллитимизниң мустәқиллиқ үмитлирини җанландурди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 1921 - йили қолға кәлтүрүлгән сакарйа зәпириниң түркийәгә илһам мәнбәси болушни вә кәлгүси үчүн ташлиған қәдәмлирини йорутуп беришни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

1268150
әрдоған: сакарйа зәпири әзиз миллитимизниң мустәқиллиқ үмитлирини җанландурди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 13синтәбир сакайа зәпириниң хатирә йили мунасивити байанат елан қилди.

әрдоған сакарйа мәйдан урушиниң мустәқиллиқ күришигә нисбәтән муһим бурулуш нуқтиси болғанлиқини тәкитлиди.

әрдоған һәл қилғуч ғәлибиниң ахириқи һалқиси болған сакарйа зәпириниң әзиз милләтниң мустәқиллиқ үмитлирини җанландурғанлиқини тәкитләп, «сакарйа уруши қәһрман армийәмизгә күч -қудрәт бәхш әтти. милләт ирадисиниң бирдин бир намайан қилиниш мәркизи болған парламентимизниң дунйадики етибарини йуқири көтүрди» деди. 

әрдоған байанатида йәнә мундақ деди:

«интайин қейин шараит вә имканийәтсизликләр ичидә елип берилған мустәқиллиқ күришиниң һәрбир басқучи шундақла изиз миллитимизниң бирлик вә баравәрлик ичидә қолға кәлтүргән зәпәрлири бизләргә нисбәтән илһам мәнбәси болушни һәмдә кәлгүси үчүн ташлиған қәдәмлиримизни йорутуп беришни давамлаштуриду. сакарйа зәпириниң хатирә йилида ғази мустапа камал ататүрк қатарлиқ азадлиқ урушиниң барлиқ қәһриманлирини аллаһтин рәһмәт теләш вә минәтдарлиқимизни билдүрүш билән әсләймиз. хәлқимгә чин қәлбимдин саламимни йоллаймән»

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر