бу бир һәптидә 2404 һәрикәт елип берилди

йеқинқи бир һәптидә елип берилған ички бихәтәрликни қоғдаш һәрикәтлиридә террорлуқ тәшкилатиниң бир йуқири дәриҗилик каттибешини өз ичигә алған 23 террорист бир тәрәп қилинди.

1108280
бу бир һәптидә 2404 һәрикәт елип берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқи бир һәптилик ички бихәтәрликни қоғдаш һәрикәтлири тоғрисида байанат елан қилди. ички ишлар министирлиқиниң байанатида, 10-17-декабир күнлири арисида 2404 қетим ички бихәтәрликни қоғдаш һәрикити елип берилғанлиқи билдүрүлди. һәрикәттә, бир террорист өлүк һалда вә 11 и тирик қолға чүшүрүлгән, 11и хәвпсизлик тармақлириға тәслим болған.

көк рәңлик категорийәдә тутуш буйруқи чиқирилған айшәнур инҗиму бир тәрәп қилинған террористлар ичидин орун алған.

һәрикәт җәрйанида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға четишлиқ 266, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға четишлиқ 421, террорлуқ тәшкилати даешқа четишлиқ 41 вә солчи террорлуқ тәшкилатлириға четишлиқ икәнлики ениқланған 23 киши тутулған.

террорлуқ тәшкилатиниң тәшвиқатини вә өчмәнликни қозғаш тәшвиқатлирини қилған 233 иҗтимаий таратқу бети тәкшүрүлүп, буниңға четишлиқ 201 киши қануний җәһәттин сүрүштә қилинған.

қалаймиқан көчни тосуш даирисидә 3821 көчмән тутулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر