19.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2104169
19.02.2024

түркийә авази радийоси: «вәтән гезити», террорлуққа қарши күрәшниң мәмликәт ичи вә сиртида қәтийлик билән давамлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, дөләт мудапиә министирлиқиниң «пәнчә-қулуп һәрбий һәрикити» районида, сәккиз террористниң уҗуқтурулғанлиқини елан қилғанлиқи билдүрүлди.

«сабаһ гезити», русийә пирезиденти владимир путинниң йавропани тәнқидләп: «давамлиқ русийәни енергийә мәнбәси билән тәминлимигәнликини, чәклигәнликини базарға салди. биз һечнимини чәклимидуқ, һәммә нәрсини бериватимиз. әң ишәнчлик шерик түркләр болди. шуңа, <түрк еқими> арқилиқ енергийә йәткүзүлүватиду» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», санаәт вә технологийә министири фатиһ каҗирниң түнүгүн (18-феврал) истанбулда сәуди әрәбистанниң селинма министири халид әлфатиһ билән көрүшүп, икки дөләт оттурисидки иқтисадий мунасивәтләрни техиму илгирилитидиған чарә-тәдбирләр үстидә музакирә өткүзгәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», қатнаш министири абдулқадир урулоғлуниң түрк енженерлар тәрипидин тәрәққий қилдурулған көзитиш радариниң мувәппәқийәтлик синақ қилинғанлиқини вә ғазиантәп айродурумида хизмәткә кириштүрүшкә тәййар икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсойниң 2028-йили сайаһәтчиләр санида алдинқи үч дөләтниң арисидин орун елип, 100 милйард доллар кирим қилишни нишан қилғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر