иран - исраилийә тоқунуши

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бу һәптилик санида сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити директори мурат йешилташ тәрипидин тәййарланған «иран -исраилийә тоқунуши» намлиқ анализини диққитиңларға сунимиз.

2129738
иран - исраилийә тоқунуши

иран - исраилийә тоқунуши

түркийә авази радийоси: иранниң исраилийәгә қилған әң әң ахириқи һуҗуми районни вә хәлқарани қайтидин җиддийчиликкә муптила қилди. қандақла болмисун, бу тоқунушни пәқәт һәрбий рамка ичидила анализ қилиш йетәрлик болмайду, әлвәттә.

чүнки иран билән исраилийә оттурисидики җиддийчилик йәр шари күч динамиклири, район характерлик муқимсизлиқ вә хәлқаралиқ дипломатийәни шәкилләндүридиған чоңқур вә мурәккәп қурулмиға игә.

исраилийәниң иран консулханисиға қилған һуҗуми вә униңдин кейинки өч елиш һәрикитини пәқәт икки дөләт оттурисидикила биваситә тоқунуш болмастин, бәлки чоң дөләтләр қатнашқан техиму кәң бир сәһниниң парчиси дейишкә болиду.  америкиниң исраилийәни қоллиши, иран билән болған җиддийчилик мунасивити, русийә вә хитайниң районға қаратқан сийасити қатарлиқлар бу тоқунушниң көп тәрәплимилик характерини намайан қилмақта. болупму иранниң исраилийәгә қарши қолланған һәрбий тактикиси вә истратегийәси райондики  күч тәңпуңлуқида өзиниң орнини күчәйтишни мәқсәт қилмақта. һуҗумларниң маслаштурулған вә һесабланған усулда елип берилиши иранниң һәрбий күч болупла қалмай, өз нөвитидә йәнә истратегийәлик бир актийор икәнликиниң  әһмийитини ашурмақта.

иранниң өч елиш сүпитидә елип барған «һәқиқий вәдә һәрикити» исраилийәниң һава  мудапиә системисиға нисбәтән чоң риқабәт дәп қаралмақта. гәрчә исраилийәниң төмүр гүмбәз қатарлиқ мудапиә системилири иранниң башқурулидиған бомба вә учқучисиз айропилан һуҗумиға қарши бир қәдәр мувәппәқийәтлик мудапиәлинишни көрситәлигән болсиму, әмма бу әһвал исраилийәниң һәмишә мувәппәқийәтлик болалайдиғанлиқидин дерәк бәрмәйду. һуҗумниң тәннәрхи әрзан әмма мудапиәниң тәннәрхи қиммәт болуши исраилийәгә нисбәтән  урушниң давамлишалишини еғир мәсилигә айландурмақта. шуңлашқа иранниң һуҗум қилиш иқтидари исраилийә вә униң иттипақдашлириға нисбәтән давамлиқ чоң тәһдит амили болуп кәлмәктә. униң үстигә иран инқилаб муһапизәтчилири армийәси (IRGC) қомандани һөсәйин саламиниң байанати билән исраилийә-иран һәрбий тоқунушидики әнәниви қелип өзгәртилгән әһвалда турмақта.

салами иранниң исраилийәгә қайтурма зәрбә бериш һәрикити билән йеңи тәңлимини барлиққа кәлтүргәнликини тәкитлиди. салами бу тәңлимә даирисидә, буниңдин кейин, исраилийәниң иранниң мәнпәәтигә, мал- мүлкигә,,хадимлири вә пуқралириға қилидиған һәрқандақ һуҗумлириға биваситә иран земинидин җаваб қайтуридиғанлиқини җакарлиди.

исраилийәниң инкаси болса, униң хәлқара сәһнидә йалғуз һәрикәт қилалмайдиғанлиқини көрситип бәрди. американиң райондики мәвҗутлуқи вә исраилийәни қоллиши исраилийәниң қарар мақуллаш җәрйанлирида һәл қилғуч рол ойнимақта. бу әһвал өз нөвитидә йәнә исраилийәниң райондики бихәтәрлик сийаситини бәлгиләштә хәлқаралиқ дипломатик мунасивәтлиригә  тайинишлиқ икәнликини ашкарилап бәрмәктә.

бу қетимқи тоқунуш йәнә, исраилийәниң ички қисмидиму һәр хил сийасий  динамикләрни пәйда қилди. нетанйаһу һөкүмитиниң бихәтәрлик сийасити һәм дөләт ичи вә сиртида еғир тәнқидләргә дуч кәлди һәмдә сиҗиллиқтин нәқәдәр узақ сийасәт икәнликини испатланди. исраилийә хәлқиму һөкүмәтниң бу киризисни қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқ мәсилисидә ихтилапқа чүшкән вәзийәттә турмақта. хәлқниң бир қисми иранға техиму қаттиқ инкас қайтуруш керәк дәп қариса, йәнә бир қисми  кәң көләмлик урушниң хәтәрлик икәнликини тәкитлимәктә.

иран үчүн ейтқанда, бу тоқунуш йалғуз күч көрситишла әмәс, бәлки истратегийәлик һесаблишиш, дейишкиму болиду. иран бу һуҗумлар арқилиқ исраилийәгила әмәс, райондики вә дунйадики рәқиблиригиму учур бәргән болди. иранниң дөләт бихәтәрлик мәнпәәтини қоғдаш вә райондики чикиндүргүч күчини  мустәһкәмләшни мәқсәт қилғанлиқи ениқ көрүнүп турмақта. иранниң қилған һуҗумлири болупму исраилийәниң  һәрбий вә аммиви ул әслиһәлиригә һуҗум қилишқа қарита  иранниң һәрбий иқтидари шундақла күчлүк ирадисиниң намайәндиси дәп қаралмақта. иран бу һәрикәтләр арқилиқ райондики вә  хәлқарадики актийорларға өзиниң чекиндүргүч күчиниң тәсирини ашуруш, өз нөвитидә йәнә  ички сийасәттиму  орнини күчәйтишни нишан қилмақта. чүнки иран һөкүмити дөләтниң шан-шәрипи вә мустәқиллиқини қоғдаш нутуқлири билән биргә һәм ички қатламда һәм  район сәвийәсидә  қоллап - қуввәтләшни тәләп қилмақта.

иран билән исраилийә оттурисидики бу  қетимқи тоқунуш исраилийәниң әрәб дунйаси билән болған мунасивәтлиригиму еғир тәсир  йәткүзмәктә. исраилийә иранниң һуҗумиға инкас қайтурғанда әрәб дөләтлири билән болған иттипақдашлиқини сақлашниң зөрүрлүкини һес қилмақта. бундақ қилиш исраилийәгә нисбәтән узун муддәтлик истратегийәлик нишан вә райондики иттипақдашлиққа нисбәтән һалқилиқ тәңпуңлаштуруш амилиға айланмақта.

бу тоқунушниң йәнә бир муһим тәрипи؛ иранниң ички сийасити вә хәлқ райи болуп,  иран һөкүмити дөләтниң шәрипигә вә бихәтәрликигә  қаритә хәлқниң қаришини мустәһкәмләш үчүн ташқи сийасәт вә һәрбий һәрикәтләрни қолланмақта. бу иранниң һәм  ички сийасәттики орнини күчәйтмәктә һәм хәлқараға  чекиндүргүч күчи вә мустәқиллиқи тоғрисида күчлүк учур бәрмәктә.

йеғип ейтқанда,  иран-исраилийә тоқунуши көрүнгән һәрбий һәрикәтләрдин техиму чоң мәниләрни ипадиләйду. бу әһвал район характерлик вә хәлқаралиқ күчләр оттурисидики мунасивәтләргә, дипломатийә  вә бихәтәрлик сийаситигә чоңқур тәсир көрситидиған актип вә көп тәрәплимилик тоқунуш болуп қилишини ишқа ашуриду.

хәлқара җәмийәт техиму көп мәсулийәтни үстигә елип, һәл қилиш чарисини тәрәққий қилдуруши керәк  һәмдә бухил тоқунушларниң районғила әмәс, йәр шариниң тинчлиқи вә бихәтәрликигиму еғир  тәсир көрситидиғанлиқини тонуп йетиши керәк. иран вә исраилийә оттурисида давамлишиватқан  бу тоқунуш башқа район характерлик актийорларни вә чоң күчләрни ортақ бөлүнмә мәнпәәтләрни чөридигән һалда йеңи иттипақлиқларни шәкилләндүридиған тәрзидә бир йәргә җәм қилмақта. бу иттипақлиқ  тоқунушниң хәлқара сийасәттики тәсиригә бәлгилигүчи түс берәлиши мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر