тилимни тоғра ишлитимән, чүнки....

чүнки (13)

2121481
тилимни тоғра ишлитимән, чүнки....

тилимни тоғра ишлитимән, чүнки...»

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «чүнки...» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, күндилик алақидин тартип мурәккәп мәсилиләрни һәл қилишқичә нурғун саһәдә интайин муһим болған бир тема һәққидә тохтилимиз, тилни тоғра вә үнүмлүк ишлитишниң нәтиҗисини мулаһизә қилимиз. темимизни «тилимни тоғра ишлитимән, чүнки...» дейиш билән башлаймиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

**** ****** ***** ****

тил билән пикир оттурисидики мурәккәп өз-ара тәсир؛ мәдәнийәт, билиш вә хусусий амиллар тәрипидин шәкиллиниду. <тил пәқәт һессийат вә пикирни йәткүзидиған қорал> дегән қарашлар тәдриҗий һалда <тил тәпәккурни шәкилләндүриду> дәйдиған қарашқа өзгәрди. бу мурәккәп темиға кирмәстин, лудвиг виттенштейнниң «тилимниң чеки дунйамниң чекидур» дегән сөзини әскә елишму, тилниң дунйадики мәвҗутлуқимизни бәлгиләйдиғанлиқини көрситип беришкә йетип ашиду.

тилни тоғра ишлитиш үнүмлүк алақә иқтидаримизни ашуриду. хизмәт, мәктәп, һәтта аилә турмушимизда йүз беридиған алақә һадисилири даим тилни қалаймиқан ишлитиштин келип чиқиду. бу әһвал мәғлубийәт вә бәхтсизлик қатарлиқ нурғун пассиплиқларни мәйданға кәлтүриду. ана тилимизниң инчикиликлири вә сөз байлиқлири һәм өзимизни ипадиләштә, һәм қарши тәрәпни тоғра чүшиништә билишимиз керәклик асасилардин бири һесаблиниду.

****** ******** *******

ана тилимизни йахши билиш өзимизниң мәдәнийитини чүшиниш вә ипадиләш иқтидаримизни ашуриду вә мол мәдәнийәтлик турмуш кәчүрүшимизгә йардәмчи болиду. униңдин башқа йәнә, ана тил асасиниң йахши болиши чәтәл тилини өгинишму асанлаштуриду. грамматикилиқ қаидиләрни вә сөзлүкләрни йахши чүшиниш қошумчә йеңи тил өгинишимизниму әвзәлликкә игә қилиду.  бу сайида шәхсләр дунйани һәр хил тиллар арқилиқ техиму кәң даиридин тонуш имканийитигә сазавар болиду.

ана тил маһаритиниң тәпәккур вә иҗадчанлиқ иқтидариға актип тәсир көрситидиғанлиқини испатлайдиған нурғун тәтқиқатлар мәвҗут. тәтқиқат нәтиҗилири шуни көрстиип бәрдики, тилниң мурәккәп қурулмисини өзләштүргән вә уни тоғра ишлитәләйдиған шәхсләр һәм күндилик турмушта, һәм кәспий саһәдә, мәйли кәспиниң немә болушидин қәтийнәзәр, техиму утуқлуқ болиду. буниңдин башқа йәнә, тил маһарити роһий сағламлиққиму актип тәсир көрситиду. тил ишлитиш тәпәккур җәрйанини тәңшәйдиған болғачқа, тәтқиқат нәтиҗиси тилини үнүмлүк ишлитидиған кишиләрниң алзимер кесәллики қатарлиқ кесәлликләрдин қоғдиниш әвзәлликигә игә икәнликини испатлиди.

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! сөзимизниң ахирида, бу маһарәткә еришиш үчүн мәктәптә игилигән маариптин башқа йәнә, китаб, гезит, журнал оқуш, тийатирханиға бериш вә чоқум луғәт ишлитиш керәкликини әскәртимиз. <тилимни тоғра ишлитимән чүнки дунйамниң даирисини кеңәйтишни халаймән> дейиш билән хошлишимиз. көңүл қойуп тиңшиғиниңлар үчүн рәхмәт

 

 

  

 

 


خەتكۈچ: #чүнки

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر