һәр күни пийадә йол йүримән, чүнки...

һәр күни пийадә йол йүримән, чүнки...

2106187
һәр күни пийадә йол йүримән, чүнки...

һәр күни пийадә йол йүримән, чүнки...

һәр күни пийадә йол йүримән, чүнки...

 

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, йахшиму силәр? бүгүн силәргә түркийә авази радийоси тәрипидин түркчә тәййарлинип, башқа тилларға тәрҗимә қилип аңлитилидиған «чүнки...» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «һәр күни пийадә йол йүримән, чүнки» дегән темини аңлитимиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

*  *  *  *

бүгүн биз саламәтликимиз билән зич мунасивәтлик болған бир җисманий һәрикәт тоғрисида, техиму енеиқрақ қилип ейтқанда, һәр күни мунтизм пийадә йол йүрүш тоғрисида тохтилип өтимиз. бәдинимиздики системилар һәм өз ичидә һәмдә өзара маслишип һәрикәт қилиду. мундақчә ейтқанда, сағламлиқ дегән сөз  бу маслишишниң ениқлимиси. системилар ара маслишишиниң қалаймиқанлишиши кесәлликләрни кәлтүрүп чиқириду. бүгүнки күндә, медитсина дунйаси кесәлликләрни давалаш методлириға қанчилик әһмийәт бәрсә, кесәлликләрниң  оттуриға чиқишниң алдини елишқиму шунчилик әһмийәт бәрмәктә. бу мәқсәттә улар кишиләрниң җисманий паалийәтлири, озуқлиниши вә уйқулирини техиму үнүмлүк орунлаштурушиға пайдилиқ тәклипләрни оттуриға қоймақта. даимлиқ пийадә меңиш пүтүн бәдәнни чениқтуруп, роһий һаләтниң йуқирилиқини сақлап қалидиған паалийәтләрниң алдинқи қатаридин орун алиду.

*  *  *  *

дунйа сәһийә тәшкилати йешиниң қанчә болушидин қәтийнәзәр, һәммила кишиниң һәптидә кәм дегәндә икки йерим саәт меңишини тәвсийә қилған болуп, тәшкилатниң қаришичә, әң мувпаиқ болғини күндә йерим саәт, һәптидә үч йерим саәт пийадә меңиш икән. чүнки даим меңиш нурғун җәһәттә, болупму йүрәк сағламлиқида муһим рол ойнайду. қан айлинишни тәңшәйдиған пийадә меңиш метаболизмни тезлитиш арқилиқ зийадә сәмирип кетишиниң алдини елиштики әң үнүмлүк усул, дәп қарилиду. пийадә меңиш мускулни қуввәтләп, буғумларниң сағламлиқини ашурғанлиқи үчүн, мускул вә сөңәк системимизниң әң йахши дости болушқа әрзийду. тәтқиқатларда көрситилишчә, бәдинимизниң иммунитет күчи меңиш арқилиқ ашидикән.

*  *  *  *

мунтизм пийадә йол йүрүшниң бәдинимизгила әмәс, роһимизғиму пайдилиқ икәнликини әскәртип өтәйли. пийадә меңиш җәрйанида аҗрилип чиққан андорфин һормуни бизниң хушаллиқ дәриҗимизни ашуруп, бесимни төвәнлитиду. меңиш арқилиқ тәңшәлгән системимиз техиму сүпәтлик ухлийалайду. арам алған бәдән вә йеңиланған әқил билән күнни башлашму бизни өзимизни йахши һес қилиш пурситигә игә қилиду. достлиримиз йаки аилә әзалири билән бирликтә йол йүрүш, пипадә меңиш болса, иҗтимаий риштимизни күчәйтишимизгә йардәм бериду.

*  *  *  *

бүгүнки күндә йанфон вә әқлий иқтидарлиқ қол саәтлири күндилик меңиш вақтимиз вә қәдәм санимизни һесаблайду. йуқирида байан қилғанлиримизниң астиға «мән даим маңимән, чүнки мән күндилик қәдәм санимни иҗтимаий алақә торида һәмбәһирләймән» дегән ибарини илавә қилип, сөзлиримизни ахирлаштурайли.

*  *  *  *

 


خەتكۈچ: #чүнки -09

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر