асманларниң вә земинниң (хәзинилириниң) ачқучлири аллаһниң илкидидур

аллаһниң айәтлирини инкар қилғанлар - әнә шулар зийан тартқучилардур.

2073880
асманларниң вә земинниң (хәзинилириниң) ачқучлири аллаһниң илкидидур

асманларниң вә земинниң (хәзинилириниң) ачқучлири аллаһниң илкидидур

түркийә авази радийоси: зумәр сүриси, 57 - 67 - айәтләр. йаки азабни көргән чағда: «кашки дунйаға қайтишимға болса иди, (у чағда аллаһқа итаәт қилип) йахшилардин болар идим» дәп қалмаслиқ үчүн (пәрвәрдигариға бойсунсун)[58]. дурус, һәқиқәтән саңа мениң нурғун айәтлирим (йәни һидайәткә сәвәб болидиған қуран) кәлди. сән уларни инкар қилдиң, бойунтавлиқ қилдиң, сән капирладин болдуң[59]. қийамәт күни аллаһқа йалғанни чаплиғанларниң йүзлирини қапқара көрисән, җәһәннәмдә мутәкәббирләргә орун йоқму?[60] аллаһ (шериктин вә гунаһтин) сақланғучиларни бәхткә ериштүридиған йоллар арқилиқ (азабтин) қутулдуриду, уларға күлпәт йәтмәйду, улар қайғурмайду[61]. аллаһ һәммә нәрсини йаратқучидур, һәммә нәрсигә һамийдур (уларни халиғанчә тәсәрруп қилиду)[62]. асманларниң вә земинниң (хәзинилириниң) ачқучлири аллаһниң илкидидур, аллаһниң айәтлирини инкар қилғанлар - әнә шулар зийан тартқучилардур[63]. (и муһәммәд!) ейтқинки, «и наданлар! мени аллаһтин ғәйрийгә ибадәт қилишқа буйрумсиләр?»[64] саңа вә сәндин илгирики (пәйғәмбәр) ләргә: «әгәр сән аллаһқа шерик кәлтүрсәң, сениң әмәлиң әлвәттә бикар болуп кетиду, сән әлвәттә зийан тартқучилардин болуп қалисән, бәлки йалғуз аллаһқа ибадәт қилғин вә шүкүр қилғучилардин болғин» дәп вәһйи қилинди[65 ـ 66]. улар аллаһни һәқиқий рәвиштә тонумиди. қийамәт күни земин пүтүнләй аллаһниң чаңгилида болиду, асманлар аллаһниң оң қолида қатлинип туриду, аллаһ улар (йәни мушриклар) ниң шерик кәлтүргән нәрсилиридин пактур вә үстүндур[67].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر