инсанға бирәр мусибәт йәтсә, бизгә дуа қилип (илтиҗа қилиду)

андин униңға мәрһәмәт қилип бирәр немитимизни ата қилсақ, у: «бу немәт маңа өз илмимдин (йәни пәзлимдин, әмгикимдин, тиришчанлиқимдин, ризиқ тепишниң йоллирини билгәнликимдин) кәлди» дәйду.

2073875
инсанға бирәр мусибәт йәтсә, бизгә дуа қилип (илтиҗа қилиду)

инсанға бирәр мусибәт йәтсә, бизгә дуа қилип (илтиҗа қилиду)

түркийә авази радийоси: зумәр сүриси, 48 - 56 - айәтләр. уларға уларниң (дунйада) қилған йаман ишлири ашкара болиду, уларниң (дунйадики чағда пәйғәмбәрниң дәвитини) мәсхирә қилғанлиқлириниң җазаси үчүн уларни (қаттиқ) азаб оривалиду[48]. инсанға бирәр мусибәт йәтсә, бизгә дуа қилип (илтиҗа қилиду), андин униңға мәрһәмәт қилип бирәр немитимизни ата қилсақ, у: «бу немәт маңа өз илмимдин (йәни пәзлимдин, әмгикимдин, тиришчанлиқимдин, ризиқ тепишниң йоллирини билгәнликимдин) кәлди» дәйду. (иш у ойлиғандәк әмәс) бәлки у синақтур (йәни немәт ата қилиш билән, уни итаәт қиламду? асийлиқ қиламду? дәп синаймиз). лекин уларниң толиси (буни) билмәйду[49]. мундақ сөзни улардин илгирикиләрму қилған, уларниң еришкән мал ـ мүлүклири уларға әсқатмиди[50]. улар (дунйада) қилған йаманлиқлириниң җазасини тартти. буларниң ичидики зулум қилғанларму қилған йаманлиқлириниң җазасини тартиду, улар азабимиздин қутулалмайду[51]. улар билмәмдуки, аллаһ (синаш йүзисидин) халиған адәмниң ризқини кәң қилиду, (халиған адәмниң ризқини) тар қилиду, шәк ـ шүбһисизки, буниңда иман ейтқан қәвм үчүн нурғун аламәтләр бар[52]. (и муһәммәд! мениң тилимдин) ейтқинки, «(гунаһларни қиливерип) өзлиригә җинайәт қилған бәндилирим! аллаһниң рәһмитидин үмидсизләнмәңлар. аллаһ һәқиқәтән (халиған адәмниң) җими гунаһлирини мәғпирәт қилиду, шүбһисизки, аллаһ наһайити мәғпирәт қилғучидур, наһайити меһрибандур[53]. силәргә азаб келип, йардәмгә еришәлмигиниңлардин бурун пәрвәрдигариңлар тәрәпкә қайтиңлар вә униңға итаәт қилиңлар[54]. силәр туймиған һаләттә силәргә азабниң уштумтут келишидин илгири силәргә назил қилинған әң гүзәл қуранға әгишиңлар»[55]. һәрқандақ адәм: «аллаһниң таитидә кәткүзүп қойғанлиримға һәсрәт! мән (аллаһниң шәриитини вә динини) мәсхирә қилғучилардин идим» дәп қалмаслиқ үчүн[56]. йаки «аллаһ мени һидайәт қилған болса (һидайәт тепип) әлвәттә тәқвадарлардин болаттим» дәп қалмаслиқ үчүн[57].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر