аллаһ сөзләрниң әң чирайлиқи болған қуранни назил қилди

(пасаһәттә, балағәттә) униң бәзиси бәзисигә охшап кетиду, (вәз ـ нәсиһәтләр, әһкамлар, қиссиләр униңда) тәкрарлиниду.

2062798
аллаһ сөзләрниң әң чирайлиқи болған қуранни назил қилди

аллаһ сөзләрниң әң чирайлиқи болған қуранни назил қилди

түркийә авази радийоси: зумәр сүриси, 22 - 31 - айәтләр. аллаһ көксини ислам үчүн кәң қилған, пәрвәрдигариниң нури үстидә болған адәм (дили кор адәм билән) охшашму? аллаһниң зикрини тәрк әткәнликтин диллири қетип кәткәнләргә вай! әнә шулар рошән гумраһлиқтидур[22]. аллаһ сөзләрниң әң чирайлиқи болған қуранни назил қилди. (пасаһәттә, балағәттә) униң бәзиси бәзисигә охшап кетиду, (вәз ـ нәсиһәтләр, әһкамлар, қиссиләр униңда) тәкрарлиниду, (қурандики азаб айәтлири тилавәт қилинған чағда) пәрвәрдигаридин қорқидиған кишиләрниң бәдәнлири титрәйду, андин аллаһниң зикри үчүн (йәни аллаһниң рәһмити, мәғпиритигә даир айәтләр тилавәт қилинған чағда), уларниң бәдәнлири вә диллири йумшап (арам тапиду), әнә шу (йәни қуран) аллаһниң һидайитидурки, униң билән (аллаһ) халиған адәмни һидайәт қилиду, аллаһ аздурған адәмгә һеч һидайәт қилғучи болмайду[23]. қийамәт күни қаттиқ азабни йүзи билән мудапиә қилидиған адәм (азабқа дучар болмайдиған адәм билән охшашму?) залимларға (йәни капирларға): «қилған гунаһиңларниң җазасини тетиңлар» (дейилиду)[24]. улардин илгири өткән (үммәт) ләр (пәйғәмбәрлирини) инкар қилди, ойлимиған йәрдин уларға азаб кәлди[25]. аллаһ уларға бу дунйада харлиқниң (тәмини) тетитти, ахирәтниң азаби техиму бүйүктур, улар (ахирәтниң азабини) билсә иди (пәйғәмбәрлирини инкар қилмайтти)[26]. биз кишиләрни вәз ـ нәсиһәт алсун дәп, бу қуранда уларға түрлүк мисалларни байан қилдуқ[27]. қуран әрәбчидур, әгриликтин халидур, үмидки, улар (қуранниң мәнисини чүшинип куфридин) сақланғай[28]. аллаһ (силәргә мундақ) бир мисални кәлтүриду: бир қул болуп, униңға (ишқа селишни) талишидиған нурғун хоҗайинлар игидарчилиқ қилиду (бирси бу ишқа, бирси у ишқа буйруйду, у кимни рази қилишни биләлмәй қалиду), йәнә бир қул болуп, у бир адәмгила хастур, бу икки қул (йәни униң әһвали) баравәрму? җими һәмдусана аллаһқа хастур! бәлки улар (йәни мушриклар) ниң толиси билмәйду[29]. сән һәқиқәтән өлисән, уларму һәқиқәтән өлиду[30]. андин кейин силәр қийамәт күни пәрвәрдигариңларниң дәргаһида бир ـ бириңлар билән дәва қилишисиләр[31].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر