аллаһ силәрни бир адәмдин йаратти

әгәр капир болсаңлар аллаһ силәрдин биһаҗәттур, аллаһ бәндилириниң капир болушиға рази болмайду.

2056684
аллаһ силәрни бир адәмдин йаратти

аллаһ силәрни бир адәмдин йаратти

түркийә авази радийоси: зумәр сүриси, 6 - 10 - айәтләр. аллаһ силәрни бир адәмдин йаратти, андин униңдин униң җүптини (йәни һәввани) йаратти вә һайванлардин сәккизни  силәр үчүн йаратти, аллаһ силәрни анаңларниң қарнида бир һаләттин йәнә бир һаләткә тәрәққий қилдуруп (йәни абимәний, андин ләхтә қан, андин парчә гөш басқучлириға бөлүп), үч қараңғулуқ (йәни балаһәмраһиниң пәрдиси, бәччидан вә аниниң қорсиқи) ичидә йаритиду, әнә шу аллаһ силәрниң пәрвәрдигариңлардур, падишаһлиқ аллаһқа хастур, униңдин башқа һеч илаһ йоқтур, қандақму (униңға ибадәт қилиштин униңдин ғәйрийгә чоқунушқа) бурулуп кетисиләр[6]. әгәр капир болсаңлар аллаһ силәрдин биһаҗәттур, аллаһ бәндилириниң капир болушиға рази болмайду. әгәр силәр шүкүр қилсаңлар, аллаһ силәрниң қилған шүкүрүңлардин рази болиду, бир гунаһкар адәм башқа биравниң гунаһини үстигә алмайду (йәни һәр адәм қилған гунаһиға өзи җавабкар болиду), андин силәр пәрвәрдигариңларниң дәргаһиға қайтисиләр, аллаһ қилмишиңларни силәргә ейтип бериду, аллаһ һәқиқәтән диллардики сирларни толуқ билгүчидур[7]. инсанға бирәр зийан ـ зәхмәт йәтсә, пәрвәрдигариға йүзләнгән һалда униңға дуа қилиду, андин аллаһ өз тәрипидин униңға немәт ата қилған (униң бешиға кәлгән күлпәтни көтүрүвәткән) чағда, аллаһқа зийан ـ зәхмәтни көтүрүветиш тоғрулуқ илгири қилған дуасини унтуп кетиду, (башқиларни) аллаһниң йолидин аздуруш үчүн аллаһқа шерикләрни кәлтүриду, ейтқинки, «сән куфриң билән туруп, (бу паний дунйадин) азғина (вақит) бәһримән болғин, сән чоқум дозихилардиндурсән[8]. (аллаһқа шерик кәлтүргән адәм йахшиму?) йаки ахирәт (азабидин) қорқуп, пәрвәрдигариниң рәһмитини үмид қилип кечиниң саәтлирини сәҗдә қилған вә қийамда турған һалда ибадәт қилип өткүзгән адәм (йахшиму?)». ейтқинки, «билидиғанлар билән билмәйдиғанлар баравәр боламду? пәқәт (сағлам) әқил игилири ибрәт алиду»[9]. ейтқинки, «и (аллаһниң) мөмин бәндилири! пәрвәрдигариңларға тәқвадарлиқ қилиңлар, бу дунйада йахши иш қилғанлар (ахирәттә) йахшилиққа (йәни җәннәткә) еришиду. аллаһниң йери кәңдур (куффарлар арисидин шу йәргә һиҗрәт қилиңлар), пәқәт сәвр қилғучиларға уларниң әҗри һесабсиз берилиду»[10].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر