күн бәлгиләнгән җайиға қарап сәйр қилиду

бу, ғалиб, һәммини билгүчи аллаһниң алдинала бәлгилигән ишидур

2008121
күн бәлгиләнгән җайиға қарап сәйр қилиду

күн бәлгиләнгән җайиға қарап сәйр қилиду

 түркийә авази радийоси: йасин сүриси, 38 - 52 - айәтләр. күн бәлгиләнгән җайиға қарап сәйр қилиду, бу, ғалиб, һәммини билгүчи аллаһниң алдинала бәлгилигән ишидур[38]. айға сәйр қилидиған мәнзилләрни бәлгилидуқ, у (ахирқи мәнзилгә йетип барғанда) хорминиң қуруп қалған шехиға охшаш болуп қалиду[39]. күнниң айға йетивелиши (йәни иккисиниң җәм болуп қелиши), кечиниң күндүздин ешип кетиши (йәни вақти кәлмәстин күндүзниң орнини елиши) мумкин әмәс, һәр бири пәләктә үзүп туриду[40]. уларға (бизниң камали қудритимизни көрситидиған) аламәт шуки, биз уларниң ата ـ бовилирини (нуһ әләйһиссаламниң нәрсә ـ керәк вә һайванатлар билән) тошқузулған кемисигә чүшүрдуқ[41]. биз улар үчүн шу кемигә охшаш улар чүшидиған нәрсиләрни йараттуқ[42]. әгәр биз халисақ уларни ғәрқ қиливетимиз, уларға йардәм бәргүчиму болмайду вә уларни қутулдурғучиму болмайду[43]. пәқәт биз рәһим қилғанлиқимиз вә уларни муәййән муддәткичә (һайаттин) бәһримән қилидиғанлиқимиз үчүн (улар қутулдурулиду)[44]. уларға: «рәһмәткә еришишиңлар үчүн алдиңлардикидин (йәни дунйа азабидин) вә арқаңлардикидин (йәни ахирәт азабидин) қорқуңлар» дейилсә (улар буниңдин йүз өрүйду)[45]. пәрвәрдигариниң (пәйғәмбәрниң растлиқини испатлайдиған) айәтлиридин бир айәт кәлсила, улар буниңдин йүз өрүйду[46]. әгәр уларға: «аллаһ силәргә ризиқ қилип бәргән нәрсиләрдин (пеқирларға) сәдиқә қилип бериңлар» дейилсә, капирлар мөминләргә (мәсхирә қилиш йүзисидин): «әгәр аллаһ халиса тәминләйдиған адәмни биз тәминләмдуқ? силәр пәқәт рошән гумраһлиқтасиләр» дәйду[47]. улар: «әгәр растчил болсаңлар, бу вәдә қачан ишқа ашиду?» дәйду[48]. улар пәқәт бир авазнила (йәни исрапил әләйһиссаламниң биринчи қетимлиқ чалған суринила) күтиду, улар (дунйада сода ـ сетиқ вә шуниңға охшаш ишлар үстидә) җаңҗаллишип турған һаләтлиридә, у аваз уларни һалак қилиду[49]. улар бир ـ биригә вәсийәт қалдурушқиму, аилисигә қайтишқиму қадир болалмайду[50]. сур челинған һаман улар қәбрилиридин чиқип пәрвәрдигари тәрәпкә йүгүриду[51]. улар: «вай исит! бизни ухлаватқан йеримиздин (йәни қәбримиздин) ким ойғатти?» дәйду (чүнки улар икки сур арисида уйқуда болуп азабтин хали болиду), (пәриштиләр йа мөминләр униңға җавабән) «меһрибан аллаһниң вәдә қилғини мушу (күн), пәйғәмбәрләр раст ейтқан» дәйду[52].


خەتكۈچ: #аллаһ , #ғалиб , #күн

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر