аллаһ һәқиқәтән диллардики сирларни билгүчидур

кимки капир болидикән, униң куфриниң зийини өзигә болиду, капирларниң куфри пәрвәрдигариниң дәргаһида пәқәт ғәзәпнила зийадә қилиду (йәни уларниң куфри уларни аллаһниң рәһмитидин техиму йирақлаштуриду).

2000372
аллаһ һәқиқәтән диллардики сирларни билгүчидур

аллаһ һәқиқәтән диллардики сирларни билгүчидур

түркийә авази радийоси: фатир сүриси, 37 - 45 - айәтләр.аллаһ һәқиқәтән асманлардики вә земиндики ғәйбни билгүчидур. аллаһ һәқиқәтән диллардики сирларни билгүчидур[38]. аллаһ силәрни земинда орунбасарлар қилди, кимки капир болидикән, униң куфриниң зийини өзигә болиду, капирларниң куфри пәрвәрдигариниң дәргаһида пәқәт ғәзәпнила зийадә қилиду (йәни уларниң куфри уларни аллаһниң рәһмитидин техиму йирақлаштуриду), капирларниң куфри уларға пәқәт һалакәтнила зийадә қилиду[39]. ейтқинки, «ейтип беқиңларчу? силәр аллаһни қойуп чоқунуватқан бутлириңлар (немә билән чоқунушқа лайиқ болди?) маңа ейтип бериңларки, улар земиндин немиләрни йаратти? йа улар асманларни аллаһ билән бирликтә йараттиму? йа уларға биз бир китаб бәргән болуп, улар шу китабтики рошән дәлилләргә асаслинамду?» һәргиз ундақ әмәс, залимлар бир ـ биригә пәқәт йалғаннила вәдә қилишиду[40]. аллаһ һәқиқәтән асманларни вә земинни (қудрити вә гүзәл һекмити билән) чүшүп кетиштин тохтитип туриду. әгәр улар чүшүп кәтсә, уларни һеч әһәди тохтитип туралмайду. аллаһ һәқиқәтән һәлимдур (йәни куффарлар азабқа тегишлик болсиму, уларни җазалашқа алдирап кәтмәйду), наһайити мәғпирәт қилғучидур[41]. улар өзлиригә агаһландурғучи (йәни пәйғәмбәр) кәлсә, һәр қандақ үммәткә қариғанда әң һидайәт тапқучи болидиғанлиқлири билән қаттиқ қәсәм ичишти. уларға агаһландурғучи кәлгән чағда (һидайәттин) техиму йирақ болушти[42]. (бундақ болуши) уларниң земинда тәкәббурлуқ қилғанлиқлири вә һийлә ـ микир ишләткәнликлиридиндур. һийлә ـ микирниң вабали пәқәт һийлә ـ микир ишләткән адәмниң өзигә болиду, улар пәқәт илгирики үммәтләргә қоллинилған (аллаһниң уларни һалак қилиш вә җазалаштин ибарәт) йолинила күтиду, аллаһниң (мәхлуқатлар үстидә қолланған) йолида һәргизму һечқандақ өзгиришни көрмәйсән, аллаһ йолида һәргиз йөткилишниму (йәни азабниң азабқа тегишлик болғанлар үстидин башқиларниң үстигә йөткилишини) көрмәйсән[43]. улар земинда сәйр қилип, улардин илгирикиләр (йәни һалак болған үммәтләр) ниң ақивитиниң қандақ болғанлиқини көрмидиму? улар (йәни өткәнки үммәтләр) булардин техиму күчлүк иди. асманлардики вә земиндики һеч нәрсә аллаһни илаҗсиз қалдуралмайду. аллаһ һәқиқәтән һәммини билгүчидур, һәммигә қадирдур[44]. әгәр аллаһ инсанларни уларниң қилмишлири түпәйлидин җазалайдиған болса, йәр йүзидә һечбир җан игисини қоймиған болатти вә лекин аллаһ улар (дин һесаб елиш) ни муәййән вақитқичә тәхир қилиду, улар (дин һесаб елиш) ниң вақти йетип кәлгәндә (уларниң әмәллиригә қарап җаза бериду), аллаһ һәқиқәтән бәндилирини көрүп турғучидур[45].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر