саңа биз вәһйи қилған китаб (йәни қуран) һәқтур

аллаһ һәқиқәтән бәндилирини толуқ билгүчидур, көрүп турғучидур.

1997602
саңа биз вәһйи қилған китаб (йәни қуран) һәқтур

саңа биз вәһйи қилған китаб (йәни қуран) һәқтур

түркийә авази радийоси: фатир сүриси, 31 - 37 - айәтләр. саңа биз вәһйи қилған китаб (йәни қуран) һәқтур. илгирики китабларниң (растлиқини) испатлиғучидур, аллаһ һәқиқәтән бәндилирини толуқ билгүчидур, көрүп турғучидур[31]. андин биз китаб (йәни қуран) ни бәндилиримиздин биз таллиған кишиләргә мирас қилип бәрдуқ. уларниң бәзиси өзигә зулум қилғучидур (йәни қуранни тилавәт қилған билән әмәл қилмайду), бәзиси оттураһалдур (йәни көп чағларда қуранға әмәл қилип, қисмән чағларда әмәл қилмайду) вә бәзиси аллаһниң изни бойичә йахши ишларни қилишқа алдириғучидур. әнә шу катта мәрһәмәттур[32]. улар һәмишә туридиған җәннәтләргә кириду. улар җәннәтләрдә алтун биләйзүкләрни, мәрвайитларни тақайду, уларниң кийими йипәктин болиду[33]. улар ейтти: «җими һәмдусана биздин ғәм ـ қайғуни кәткүзүвәткән аллаһқа мәнсуптур! бизниң пәрвәрдигаримиз һәқиқәтән наһайити мәғпирәт қилғучидур, аз йахшилиққа көп саваб бәргүчидур[34]. аллаһ мәрһәмитидин бизни җәннәттә турғузди. җәннәттә биз һәргиз җапа тартмаймиз, һәргиз чарчимаймиз»[35]. капирлар дозах азабиға дучар болиду, уларниң өлүп (арам тепип қалмаслиқи үчүн) җанлири елинмайду, улардин азабму йениклитилмәйду, куфрида һәддидин ашқан һәр инсанни әнә шундақ җазалаймиз[36]. улар дозахта: «пәрвәрдигаримиз! бизни чиқиривәтсәң (дунйадики вақитта) қилған әмәллиримиздин башқа әмәлләрни қилсақ» дәп йалвуруп товлайду. (аллаһ ейтиду) «силәргә өмрүңларни узун қилип, вәз ـ нәсиһәт алидиған адәм вәз ـ нәсиһәт алалиғудәк вақит бәрмидимму? силәргә агаһландурғучи (йәни пәйғәмбәр) кәлдиғу, әмди азабни тетиңлар, залимларға һечқандақ йардәм бәргүчи йоқ»[37].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر