аллаһ һәқиқәтән һәр нәрсигә қадирдур

аллаһ рәһмитидин кишиләргә ачқан нәрсини һәргизму тосуп қалалиғучи болмайду.

1988613
аллаһ һәқиқәтән һәр нәрсигә қадирдур

аллаһ һәқиқәтән һәр нәрсигә қадирдур

түркийә авази радийоси:фатир сүриси, 1 - 11 - айәтләр. наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән.

җими һәмдусана асманларни вә земинни өрнәксиз йаратқучи, пәриштиләрни икки қанатлиқ, үч қанатлиқ, төт қанатлиқ әлчиләр қилғучи аллаһқа хастур! аллаһ йаритишта халиғинини зийадә қилиду, аллаһ һәқиқәтән һәр нәрсигә қадирдур[1]. аллаһ рәһмитидин кишиләргә ачқан нәрсини һәргизму тосуп қалалиғучи болмайду, аллаһ рәһмитидин тосқан нәрсини, аллаһ тосқандин кейин, уни һеч қойуп бәргүчи болмайду, аллаһ ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур[2]. и инсанлар! аллаһниң силәргә бәргән немитини йад етиңлар, аллаһтин башқа силәргә асмандин вә земиндин ризиқ берип туридиған йаратқучи барму? аллаһтин башқа һеч мәбуд (бәрһәқ) йоқтур, (аллаһниң ибадитидин) қандақму баш тартисиләр?[3]. (и муһәммәд!) әгәр улар сени инкар қилса (қайғуруп кәтмә), һәқиқәтән сәндин илгирики пәйғәмбәрләрму инкар қилинған, һәммә иш аллаһниң дәргаһиға қайтурулиду[4]. и инсанлар! аллаһниң вәдиси һәқиқәтән һәқтур, силәрни һәргиз дунйа тирикчилики мәғрур қилмисун, шәйтанниң силәрни аллаһниң әпусиниң кәңлики билән мәғрур қилишиға йол қоймаңлар[5]. шәйтан һәқиқәтән силәргә дүшмәндур, уни дүшмән тутуңлар, шәйтан өзиниң тәвәлирини әһли дозахтин болушқа чақириду[6]. капирлар қаттиқ азабқа дучар болиду, иман ейтқан вә йахши әмәлләрни қилғанлар мәғпирәткә вә катта савабқа еришиду[7]. өзиниң йаман әмәли чирайлиқ көрситилгән, шуниң билән уни чирайлиқ һесаблиған киши (һидайәт тапқан киши билән охшашму?) аллаһ һәқиқәтән халиған кишини гумраһ қилиду (халиған кишини һидайәт қилиду). шуңа сән улар үчүн (йәни иман ейтмиғанлиқлири үчүн) қайғуруп өзүңни һалак қиливалмиғин, аллаһ һәқиқәтән уларниң қилмишлирини билип турғучидур[8]. аллаһ шамалларни әвәтип (униң билән) булутни қозғайду, биз булутларни өлүк (йәни қағҗирақ) бир йәргә һәйдәймиз (булуттин йамғур йағдуримиз), шу йамғур билән өлгән земинни тирилдүримиз. өлүкләрниң тирилдүрүлүши әнә шундақтур[9]. кимки (дунйада) шәрәп издәйдикән, шәрәпниң һәммиси аллаһқа мәнсуп (уни аллаһтин тилисун). йахши сөз аллаһниң дәргаһиға өрләйду, йахши әмәл уни көтүриду, (пәйғәмбәргә қарши) һийлә ـ микирләрни түзидиғанлар қаттиқ азабқа дучар болиду, уларниң һийлә ـ микри ишқа ашмайду[10]. аллаһ силәрни (йәни әслиңлар адәм әләйһиссаламни) тупрақтин йаратти. андин абимәнийдин пәйда қилди. андин силәрни (әр ـ айалдин ибарәт) бир җүп қилди, һәр қандақ айалниң һамилдар болуши вә туғуши аллаһниң илминиң сиртида әмәс, һәрқандақ адәмниң өмриниң узун йаки қисқа болуши ләвһулмәһпузда йезилған, бу һәқиқәтән аллаһқа асан[11].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر