билмәмсиләрки, аллаһ асманлардики вә земиндики һәммини силәргә бойсундуруп бәрди

аллаһ силәргә ашкара вә йошурун (йәни маддий вә мәниви) немәтләрни камаләткә йәткүзүп бәрди. бәзи кишиләр һечқандақ илимсиз, һидайәтсиз вә нурлуқ китабсиз һалда аллаһ барисида җедәллишиду.

1905356
билмәмсиләрки, аллаһ асманлардики вә земиндики һәммини силәргә бойсундуруп бәрди

билмәмсиләрки, аллаһ асманлардики вә земиндики һәммини силәргә бойсундуруп бәрди

түркийә авази радийоси: лоқман сүриси, 19 - 27 - айәтләр. оттураһал маңғин, авазиңни пәсләткин, авазларниң әң зерикәрлики һәқиқәтән ешәкләрниң авазидур»[19]. билмәмсиләрки, аллаһ асманлардики вә земиндики һәммини силәргә бойсундуруп бәрди (йәни силәрниң пайдилинишиңларға мувапиқлаштуруп бәрди). силәргә ашкара вә йошурун (йәни маддий вә мәниви) немәтләрни камаләткә йәткүзүп бәрди. бәзи кишиләр һечқандақ илимсиз, һидайәтсиз вә нурлуқ китабсиз һалда аллаһ барисида җедәллишиду[20]. әгәр уларға: «аллаһ назил қилған нәрсә (йәни қуран) ға әгишиңлар» дейилсә, улар: «йақ, биз ата ـ бовилиримизниң диниға әгишимиз» дәйду, шәйтан уларни дозах азабиға чақирған турса (улар йәнила ата ـ бовилириниң диниға әгишәмду?)[21]. йахши иш қилғучи болған һалда ихлас билән аллаһқа бойсунған адәм мәһкәм тутқиға есилған болиду, ишларниң ақивити аллаһқа мәнсуптур[22]. кимки капир болидикән, униң куфри сени қайғуға салмисун, улар бизниң дәргаһимизға қайтиду, уларға (дунйадики) қилмишлирини ейтип беримиз, аллаһ һәқиқәтән уларниң диллиридикини билип турғучидур[23]. уларни (дунйадин) азғина (муддәт) бәһримән қилимиз, андин уларни қаттиқ азабни (тетишқа) мәҗбурлаймиз[24]. әгәр сән улардин: «асманларни вә земинни ким хәлқ әтти?» дәп сорисаң, улар чоқум «аллаһ» дәп җавап бериду, ейтқинки, «җими һәмдусана аллаһқа хастур!» бәлки уларниң толиси уқмайду[25]. асманлардики вә земиндики нәрсиләр аллаһниң мүлкидур, аллаһ һәқиқәтән (мәхлуқатидин вә уларниң ибадитидин) биһаҗәттур, мәдһийигә лайиқтур[26]. әгәр йәр йүзидики дәрәхләрниң һәммиси қәләм болған, деңиз (сийа) болған, униңға йәнә йәттә деңиз (ниң сийаси) қошулған тәқдирдиму аллаһниң сөзлирини (йезип) түгәткили болмайду, аллаһ һәқиқәтән ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур[27].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر