игнәада сазлиқ орманлиқи

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, түркийәниң әң чоң, дунйаниң аз сандики сазлиқ орманлиқиниң бири болған игнәада һәққидә тохтилип өтимиз.

1898385
игнәада сазлиқ орманлиқи

игнәада сазлиқ орманлиқи

түркийә авази радийоси хәвири: дәвримиздә пийадә йол йүрүшниң саламәтликкә пайдилиқ бир хил тәнһәрикәт тури икәнлики һәммәйләнгә айан. әмма, сиз дәрәхзарлиқ йаки йешиллиқ арисида маңғанда бу үнүмниң техиму ашидиғанлиқини аңлиғанмидиңиз? 1980- йилларниң башлирида йапонийәдә хизмәт алдирашчилиқи вә шәһәр турмушиниң бесимиға тақабил туруш үчүн, өзгичә бир хил адәт шәкилләнди. кишиләрниң вақтини далида өткүзүш арқилиқ тениниң сағламлиқиға капаләтлик қилип, бесимдин қутулидиғанлиқи пикрини асас қилған бу адәт, «дала мунчиси» дәп тәрҗимә қилишқа болидиған «шинрин йоку» иди. тәкшүрүш нәтиҗилири, һечқандақ иш қилмастин пәқәт далида вақит өткүзүшниңму бесим һормунини азайтип, йүрәкниң соқуш ритимини төвәнлитидиғанлиқини, далида сәйлә қилғанда болса, буниң техиму төвән сәвийәгә чүшидиғанлиқини оттуриға қойди.

түркийәдә дала һавасини сүмүрүш арқилиқ бесимдин пүтүнләй қутулғили вә һәр хил йешилларни көргили болидиған нурғун җайлар бар. әмма, бүгүн силәргә түркийә вә йавропаниң қариғай вә дуб дәрәхлиридин тәркиб тапқан әң чоң сазлиқ орманлиқи һәққидә учур беримиз.

* * * * *

еқин сулар еқитип кәлгән сеғиз, қум вә шеғиллар су деңизға қуйулидиған йәрдә йиғилип тосма һасил қилиду-дә, еқин суларниң деңизға қуйулушиға тосалғу пәйда қилип, кәйнигә тешиш арқилиқ у җайни су билән толдурушқа башлайду. вақитниң өтүшигә әгишип, бу җайда сазлиқлар, көлләр, өстәң вә орманлиқлар шәкиллиниду. су ичидики бу хил орманлиқлар «сазлиқ ормини», «сулуқ орман», «субасар ормини» дәп атилиду. әпсуски, инсанларниң чеқилишлири сәвәблик, амазон вә конго ойманлиқидин башқа, дунйамизда чоң сазлиқ ормини йоқ. биз бүгүн тохтилип өтидиған игнәада сазлиқ орманлиқи түркийә вә йавропадики қариғай вә дуб дәрихидин тәркиб тапқан әң чоң сазлиқ орманлиқи дәп қарилиду. қирқларәлидики бу орманлиқниң асти су билән толған болуп, нурғун җанлиқларға өзгичә макан һазирлап бәрмәктә. дәрвәқә, йавропада пәқәт тракйаниң қара деңиз қирғақлиридила көргили болидиған бир қисим өсүмлүк вә һайванат түрлири берн әһдинамиси астида қоғдалмақта. чүнки пәқәт игнәада сазлиқ орманлиқидила йашайдиған бу җанлиқлар, йоқилиш гирдабиға берип қалған җанлиқлар түрлири киргүзүлидиған «йавропа қизил рәңлик тизимлики»гә киргүзүлгән.

көл, қомушлуқлар вә деңиз бойидики өстәңдин тәркиб тапқан игнәада сазлиқ орманлиқи, өзгичә екологийәлик системиға игә интайин назук тәңпуңлуқни асас қилған болуп, суниң чоқум мол вә үзлүксиз болушини тәләп қилиду. суниң миқдари төвәнлигәндә, бу хил орманлиқ типи алаһидиликини йоқитиду-дә, екологийәлик системиниң бир қисми йоқилиду.

орманлиқтики көлләрниң әң чоңи мәрт көлидур. орманлиқни пийадә меңип сәйлә қилишни халайдиғанларға охшашла көлдә қолвақ һәйдәшни йахши көридиғанларниң саниму аз әмәс. чүнки қолвақ орманлиқниң пийадә барғили болмайдиған йәрлиригә йетип баралайду. қисқиси, һәвәскарлар бу йәрдә йапйешил тәбиәтниң һәйвәтлик көрүнүшлиридин һузурлиниш пурситигә еришәләйду.

* * * * *

игнәада сазлиқ орманлиқи кишини һәр пәсилдә башқа бир дунйаға тәклип қилиду؛ күздә сериқ вә қизғуч сериқ рәңләргә пүркиниду, қишта апақ қарлар астидики чөчәк орман мәнзириси билән тәминләйду, әтийазда йапйешил өсүмлүк вә йопурмақлар билән тәбиәтниң гүллинишигә шаһит болиду. бу йәр су ичидики дәрәхлири, йумран өсүмлүклири, йоқилиш гирдабиға берип қалған түрлири билән пүтүнләй өзгичә бир дунйа. игнәада сазлиқ орманлиқи бизни тәбиәт вә тәбиий гүзәлликләрдин һузурландуридиған йошурун җәннәттур.

игнәада қушларниң көчүш йолиға җайлашқан болғачқа, бу йәрдә қушларни тамаша қилғили болиду. бу орманлиқ әтрапида йәнә велисипит сайаһити қилиш, фото – сүрәтләрни тартиш вә йөнилиш тепиш паалийәтлири билән шуғуллинишқа болиду. өтмүшкә қизиқидиғанлар гено қәләсини, тракйан өйлиригә охшайдиған қомуш өйләрни, игнада әтрапидики төпилик вә дөңлүкләрни зийарәт қилалайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر