тиллириңларниң хилмухил болуши аллаһниң (камали қудритини көрситидиған) аламәтлиридиндур

буниңда билимлик кишиләр үчүн һәқиқәтән нурғун аламәтләр бар.

1883657
тиллириңларниң хилмухил болуши аллаһниң (камали қудритини көрситидиған) аламәтлиридиндур

тиллириңларниң хилмухил болуши аллаһниң (камали қудритини көрситидиған) аламәтлиридиндур

түркийә авази радийоси: рум сүриси, 16 - 24  - айәтләр.

бизниң айәтлиримизни вә ахирәттики мулақатни инкар қилған вә йалғанға чиқарғанларға кәлсәк, улар давамлиқ азабта қалиду[16]. силәр ахшамда вә әтигәндә аллаһқа тәсбиһ ейтиңлар[17]. асманлардики, земиндики һәмдусана, кәч вә пешин вақитлиридики һәмдусананиң һәммиси аллаһқа хастур[18]. аллаһ җансиз нәрсиләрдин җанлиқ нәрсиләрни чиқириду, җанлиқ нәрсиләрдин җансиз нәрсиләрни чиқириду, өлгән земинни тирилдүриду (йәни қурғақ земинни өсүмлүкләр билән көкәртиду), силәрму мушундақ тирилдүрүлисиләр[19]. аллаһниң силәрни тупрақтин йаратқанлиқи, андин силәрниң инсан болуп земинда тарилип йүрүшүңлар аллаһниң (камали қудритини көрситидиған) аламәтлиридиндур[20]. айаллар билән унси- үлпәт елишиңлар үчүн (аллаһниң) уларни силәрниң өз типиңлардин йаратқанлиқи, араңларда (йәни әр- хотун арисида) меһр ـ муһәббәт орнатқанлиқи аллаһниң (камали қудритини көрситидиған) аламәтлиридиндур, пикир йүргүзидиған қәвм үчүн, шәк ـ шүбһисизки, буниңда нурғун ибрәтләр бар[21]. аллаһниң асманларни, земинни йаратқанлиқи, тиллириңларниң, рәңгилириңларниң хилмухил болуши аллаһниң (камали қудритини көрситидиған) аламәтлиридиндур, буниңда билимлик кишиләр үчүн һәқиқәтән нурғун аламәтләр бар[22]. силәрниң кечиси вә күндүзи ухлишиңлар, (күндүзи) аллаһниң мәрһәмитидин (ризиқ) тәләп қилип (һәрикәтлинишиңлар) аллаһниң (камали қудритини көрситидиған) аламәтлиридиндур, шәк ـ шүбһисизки, буниңда аңлайдиған қәвм үчүн нурғун ибрәтләр бар[23]. аллаһниң силәргә чақмақни қорқунч вә үмид қилип көрситиши, булуттин йамғур йағдуруп униң билән өлгән земинни тирилдүрүши аллаһниң (камали қудритини көрситидиған) аламәтлиридиндур, чүшинәләйдиған қәвм үчүн буниңда, шәк ـ шүбһисизки, нурғун ибрәтләр бар[24].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر