аллаһ вәһйи қилған тоғра йолни қойуп нәпси хаһишиға әгәшкән кишидинму азғун адәм барму?

аллаһ һәқиқәтән залим қәвмни һидайәт қилмайду.

1836862
аллаһ вәһйи қилған тоғра йолни қойуп нәпси хаһишиға әгәшкән кишидинму азғун адәм барму?

аллаһ вәһйи қилған тоғра йолни қойуп нәпси хаһишиға әгәшкән кишидинму азғун адәм барму?

түркийә авази радийоси: қәсәс сүриси, 4450 - айәтләр. (и муһәммәд!) биз ғәрбий тағниң бир тәрипидә мусаға вәһйи назил қилғинимизда сән йоқ идиң, (буни) өз көзүң биләнму көрмигән идиң[44]. лекин биз нурғун үммәтләрни йараттуқ, уларниң өмри узун болди, сән мәдйән аһалисиниң ичидә уларға бизниң айәтлиримизни тилавәт қилип турғучи болғиниң йоқ, лекин биз (сени улардин башқа бир қәвмгә пәйғәмбәр қилип) әвәттуқ[45]. биз тур теғиниң бир тәрипидә (мусаға) сөз қилғинимизда сән йоқ идиң, лекин бу сәндин илгири һечбир агаһландурғучи кәлмигән қәвмни агаһландурушуң үчүн, уларниң вәз ـ нәсиһәт елиши үчүн, пәрвәрдигариң тәрипидин назил қилинған рәһмәттур[46]. уларниң қилған ишлири (йәни куфри вә гунаһлири) түпәйлидин, уларға бирәр азаб кәлсә, «пәрвәрдигаримиз! бизгә бирәр пәйғәмбәр әвәткән болсаң идиң, сениң айәтлириңгә әгишәттуқ вә мөминләрдин болаттуқ» демәсликлири үчүн (сени уларға пәйғәмбәр қилип әвәттуқ)[47]. уларға биз вәһи қилған һәқиқәт назил болған чағда, улар: «униңға (йәни муһәммәд әләйһиссаламға) немишқа мусаға берилгән мөҗизә берилмиди» деди. улар илгири мусаға берилгән мөҗизини инкар қилмидиму? улар: «(тәврат билән қуран) бир ـ бирини тәстиқ қилидиған сеһирдур» деди. улар: «биз һәқиқәтән (икки китабниң) һәрбирини инкар қилғучимиз» деди[48]. ейтқинки, «әгәр (у икки китаб сеһирдур дегән сөзүңларда) растчил болидиған болсаңлар, у икки китабқа қариғанда, аллаһ тәрипидин назил болған техиму тоғра бир китаб кәлтүрүп беқиңлар, мән униңға әгишәй»[49]. әгәр улар саңа җаваб бәрмисә, билгинки, улар пәқәт өзлириниң нәпси хаһишиғила әгишиду, аллаһ вәһйи қилған тоғра йолни қойуп нәпси хаһишиға әгәшкән кишидинму азғун адәм барму? аллаһ һәқиқәтән залим қәвмни һидайәт қилмайду[50].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر