залимлар (йәни аллаһқа йалғанни чаплиғучи фаҗирлар) чоқум мувәппәқийәт қазиналмайду

(и муһәммәд!) залимларниң ақивитиниң қандақ болғанлиқиға (ибрәт көзи билән) қариғин.

1833285
залимлар (йәни аллаһқа йалғанни чаплиғучи фаҗирлар) чоқум мувәппәқийәт қазиналмайду

залимлар (йәни аллаһқа йалғанни чаплиғучи фаҗирлар) чоқум мувәппәқийәт қазиналмайду

түркийә авази радийоси: қәсәс сүриси, 36 - 43 - айәтләр. муса уларға бизниң рошән мөҗизилиримизни елип кәлгәндә, улар: «бу ойдуруп чиқирилған сеһирдур, бизниң ата ـ бовилиримизниң (заманида) бундақ нәрсиләрниң барлиқини аңлимиған идуқ» деди[36]. муса ейтти: «пәрвәрдигарим! өзиниң дәргаһидин кимниң һидайәт елип кәлгәнликини, ахирәтниң йахши ақивитигә кимниң игә болидиғанлиқини обдан билиду, залимлар (йәни аллаһқа йалғанни чаплиғучи фаҗирлар) чоқум мувәппәқийәт қазиналмайду»[37]. пирәвн ейтти: «и каттилар! мән өзүмдин башқа йәнә бир илаһниң барлиқини билмәймән. и һаман, мениң үчүн пишшиқ хиш пишуруп егиз бир бина салғин, мән мусаниң илаһини көрүшүм мумкин, мән һәқиқәтән уни (асманда бир пәрвәрдигар бар дегән дәвасида) йалғанчилардин гуман қилимән»[38]. пирәвн вә униң қошуни (мисир) земинида зулум қилип (иман ейтишқа) бойунтавлиқ қилди. улар өзлирини биз тәрәпкә қайтурулмаймиз) йәни қийамәт вә қайта тирилиш йоқ, һесаб елинишму, җазаға тартилишму йоқ) дәп гуман қилди[39]. биз пирәвнни вә униң қошунлирини җазалидуқ, уларни деңизға ташливәттуқ (йәни уларни деңизда ғәрқ қиливәттуқ, улардин бир адәмму сақ қалғини йоқ), (и муһәммәд!) залимларниң ақивитиниң қандақ болғанлиқиға (ибрәт көзи билән) қариғин[40]. уларни биз дозахқа үндәйдиған пешвалар қилдуқ (йәни уларни биз дунйада гумраһлар әгишидиған куфриниң башлиқлири қилдуқ), қийамәт күни улар йардәмгә еришәлмәйду (йәни қийамәт күни улардин азабни дәпи қилидиған мәдәткар болмайду)[41]. уларға бу дунйада ләнәтни әгәштүрдуқ (йәни уларға бу дунйада аллаһ, пәриштиләр вә мөминләр ләнәт оқуйду), қийамәт күни улар аллаһниң рәһмитидин йирақ қилинғучилардур[42]. шүбһисизки, биз (нуһниң қәвми ад, сәмуд вә лутниң қәвми қатарлиқ) илгирики үммәтләрни һалак қилғандин кейин, кишиләр (йәни бәни исраил) ниң диллириға (һәқиқәтни көридиған) нур берип, уларға һидайәт вә рәһмәт қилдуқ, улар вәз ـ нәсиһәт алсун дәп, мусаға китабни (йәни тәвратни) бәрдуқ[43].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر