анисиниң хушал болуши, аллаһниң вәдисиниң һәқ икәнликини билиши үчүн мусани анисиға қайтурдуқ

лекин инсаларниң толиси (аллаһниң вәдисиниң һәқ икәнликини) билмәйду.

1820340
анисиниң хушал болуши, аллаһниң вәдисиниң һәқ икәнликини билиши үчүн  мусани анисиға қайтурдуқ

анисиниң хушал болуши, аллаһниң вәдисиниң һәқ икәнликини билиши үчүн мусани анисиға қайтурдуқ

түркийә авази радийоси: қәсәс сүриси, 6 - 13 айәтләр. уларни мисир земинида күч ـ қуввәткә игә қилмақчимиз, биз пирәвнгә, (вәзири) һаманға вә уларниң қошуниға улар (йәни бозәк қилинғанлар) дин қорқидиған нәрсини (йәни бәни исраилни мисирға һөкүмран қилишни) көрситимиз[6]. мусаниң анисиға илһам билән билдүрдуқки: «мусани емиткин, униң зийанкәшликкә учришидин қорқсаң, уни (сандуққа селип) дәрйаға (йәни нил дәрйасиға) ташлиғин, уни (һалак болармикин дәп) қорқмиғин, (униң пирақидин) қайғурмиғин, уни саңа чоқум қайтуримиз вә уни пәйғәмбәрләрдин қилимиз»[7]. пирәвнниң аилисидикиләр мусани ақивәт өзлиригә дүшмән, вә хапилиқ (ниң мәнбәси) қилиш үчүн (нил дәрйасидин) сүзүвалди. шүбһисизки, пирәвн, һаман вә уларниң қошунлири хаталашқан иди[8]. пирәвнниң айали: «(бу бала) маңа вә саңа көз нури, (йәни хушаллиқ) болсун, уни өлтүрмәңлар, бәлки у бизгә пайда йәткүзәр йаки уни оғул қиливалармиз» деди. һалбуки, улар (пирәвнниң вә униң йардәмчилириниң һалакитиниң мусаниң қолида болидиғанлиқини) уқмайтти[9]. мусаниң аниси (мусаниң пирәвнниң қолиға чүшүп қалғанлиқини аңлап) әс ـ һошини йоқатти, (униң аллаһниң балини қайтуруш вәдисигә) ишәнгүчиләрдин болуши үчүн, униң көңлини хатирҗәм қилмиған болсақ, у балини ашкарилап қойғили тас қалған иди[10]. аниси мусаниң һәмширисигә: «(хәвәрни уқуш үчүн) мусаға әгәшкин» деди. һәмшириси мусани йирақтин көрүп турди. һалбуки, улар (уни) туймайтти[11]. (өз аниси келиштин) илгири мусани сүт әмгүзгүчи айалларниң емитишидин тостуқ, мусаниң һәмшириси: «силәргә мусани обдан бақидиған бир аилини көрситип қойайму? улар мусани ихлас билән бақиду» деди[12]. анисиниң хушал болуши, қайғурмаслиқи вә аллаһниң вәдисиниң һәқ икәнликини билиши үчүн биз мусани униңға қайтурдуқ, лекин инсаларниң толиси (аллаһниң вәдисиниң һәқ икәнликини) билмәйду[13].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر