аллаһ (зати, сүпити җәһәттә пүтүн мәхлуқаттин) үстүндур, һәқ падишаһтур

өз вақтида биз пәриштиләргә: «адәмгә (йәни адәм әләйһиссаламға) сәҗдә қилиңлар» дедуқ, иблистин башқиси сәҗдә қилди, у (сәҗдә қилиштин) баш тартти.

1809399
аллаһ (зати, сүпити җәһәттә пүтүн мәхлуқаттин) үстүндур, һәқ падишаһтур

түркийә авази радийоси: таһа сүриси, 114 - 126 айәтләр. аллаһ (зати, сүпити җәһәттә пүтүн мәхлуқаттин) үстүндур, һәқ падишаһтур, (и муһәммәд!) саңа қуранниң вәһйиси тамамлиништин бурун оқушқа алдирап кәтмигин, (йәни җибриил саңа қуранни оқуп бериватқанда, биллә оқушқа алдирап кәтмәй, у тилавитидин фариғ болғучә тиңшап турғин). «и пәрвәрдигарим! илмимни зийадә қилғин!» дегин[114]. биз илгири адәмгә (дәрәхниң мевисини йемәсликни) тәвсийә қилдуқ, у (бу тәвсийәни) йадидин чиқарди, униңда һечқандақ чиң ирадә көрмидуқ[115]. өз вақтида биз пәриштиләргә: «адәмгә (йәни адәм әләйһиссаламға) сәҗдә қилиңлар» дедуқ, иблистин башқиси сәҗдә қилди, у (сәҗдә қилиштин) баш тартти[116]. биз дедуқ: «и адәм! бу һәқиқәтән сениң дүшминиңдур, хотунуңниң дүшминидур؛ у силәр иккиңларниң җәннәттин чиқип кетишиңларға сәвәбчи болуп қалмисун, (у чағда) силәр җапа - мушәққәттә қалисиләр[117]. җәннәттә сән һәқиқәтән ач қалмайсән вә йалиңач қалмайсән[118]. һәмдә униңда һәқиқәтән уссап кәтмәйсән, иссип кәтмәйсән»[119]. шәйтан униңға вәсвәсә қилип: «и адәм! саңа (мән йегән адәм) өлмәйдиған дәрәхни вә завал тапмас падишаһлиқни көрситип қойайму?» деди[120]. улар у дәрәхниң мевисини йеди, шуниң билән уларниң әврәтлири ечилип қалди, улар җәннәт (дәрәхлириниң) йопурмақлири билән сәтри әврәт қилишқа киришти, адәм пәрвәрдигариниң (әмригә) хилаплиқ қилди, шуниң билән у азди[121]. андин пәрвәрдигари уни таллиди, униң тәвбисини қобул қилди вә уни һидайәт қилди[122]. аллаһ (адәм билән һәвваға) ейтти: «силәр һәммиңлар җәннәттин бәзиңлар бәзиңларға дүшмән болған һалда чүшүңлар, әгәр силәргә мениң тәрипимдин һидайәт кәлсә, кимки мениң һидайитимгә әгәшсә, у азмайду вә ахирәттә шәқий болмайду[123]. кимки мениң зикримдин йүз өрүйдикән, униң һайати тар (йәни хатирҗәмсиз) болиду, қийамәт күни уни биз кор қопуримиз»[124]. у: «и пәрвәрдигарим! немишқа мени кор қопурдуң, ваһаләнки, (дунйадики чағда) мениң көзүм көрәттиғу?» дәйду[125]. аллаһ ейтиду: «шуниңдәк саңа (рошән) айәтлиримиз кәлди, сән уларни тәрк әттиң, сән бүгүн шуниңға охшаш тәрк етилисән»[126].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر