кимки қурандин йүз өрүйдикән, униңға қийамәт күни чоң гунаһтин еғир йүк йүклиниду

у гунаһи үчүн берилгән азабни мәңгү тартиду) қийамәт күни уларға йүкләнгән бу йүк немидегән йаман!

1806048
кимки қурандин йүз өрүйдикән, униңға қийамәт күни чоң гунаһтин еғир йүк йүклиниду

 түркийә авази радийоси: таһа сүриси, 98 - 113 айәтләр. силәрниң илаһиңлар бир аллаһтур, униңдин башқа һеч мәбуд (бәрһәқ) йоқтур, у һәр нәрсини толуқ билгүчидур[98]. (и муһәммәд!) шуниңдәк, саңа өткәнкиләрниң бәзи хәвәрлирини байан қилимиз, саңа өз тәрипимиздин қуранни ата қилдуқ[99]. кимки қурандин йүз өрүйдикән, униңға қийамәт күни чоң гунаһтин еғир йүк йүклиниду[100]. у гунаһи үчүн берилгән азабни мәңгү тартиду) қийамәт күни уларға йүкләнгән бу йүк немидегән йаман![101]. бу сур чилинидиған күндур, бу күндә (шәкли өзгәргән) көк көзлүк (қара йүзлүк) гунаһкарларни йиғимиз[102]. (қийамәтниң дәһшитини көрүп дунйада турған вақти қисқа билингәнликтин) (улар) «(дунйада) пәқәт он күнла турдуңлар» дейишип пичирлишиду[103]. уларниң дәйдиғанлирини биз обдан билимиз, әйни заманда уларниң әң тоғра сөзләйдиғини: «силәр пәқәт бир күн турдуңлар» дәйду[104]. улар сәндин тағлар тоғрулуқ (йәни тағниң ақивитиниң қандақ болидиғанлиқи тоғрулуқ) сорайду, ейтқинки, «пәрвәрдигарим уларни күкүм талқан қилип (андин шамални әвәтип уни соруйду)[105]. уларни түзләңликкә айландуриду[106]. у йәрләрдә нә чоңқурлуқни, нә егизликни көрмәйсән»[107]. бу күндә (кишиләр аллаһниң мәһшәргаһқа) дәвәт қилғучисиға әгишиду, қиңғир кәтмәйду, мәрһәмәтлик аллаһниң улуғлуқи вә һәйвитидин қорқуп, барлиқ авазлар бесиқиду, пичирлашқандин башқини аңлимайсән[108]. бу күндә мәрһәмәтлик аллаһ изин бәргән вә сөзидин аллаһ рази болған адәмниң шапаитидин башқа һечқандақ шапаәт пайда бәрмәйду[109]. аллаһ уларниң алдидикини вә кәйнидикини билиду, улар болса уни билмәйду[110]. гунаһкарлар мәхлуқатни идарә қилип турғучи(мәңгү) һайат аллаһқа егилиду, аллаһқа шерик кәлтүргәнләр шәксиз зийан тартиду[111]. мөмин туруп йахши әмәлләрни қилғанлар йаманлиқлириниң ешип кетишидин вә йахшилиқлириниң кемийип кетишидин қорқмайду[112]. уларниң тәқвадар болушлири үчүн йаки уларни вәз ـ нәсиһәткә игә қилиш үчүн, саңа әрәбчә қуранни назил қилдуқ вә униңда түрлүк агаһландурушларни байан қилдуқ[113].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر