«сән һәқиқәтән (қорқунчлуқ) чоң бир ишни қилдиң»

(хизир) «сән һәқиқәтән мән билән биллә болушта сәвр ـ тақәт қилип туралмайсән демидимму?» деди.

1723655
«сән һәқиқәтән (қорқунчлуқ) чоң бир ишни қилдиң»

 

кәһф сүриси, 63 - 74 - айәтләр. йаш хадим: «биз чоң таш астида арам еливатқанда (йүз бәргән иштин йәни пишурулған белиқниң тирилип, севәттин сәкрәп чиқип дәрйаға кирип кәткәнликидин ибарәт қизиқ иштин) хәвириң барму? мән растла белиқни унтуптимән. белиқниң (аҗайип вәқәси) ни саңа ейтишни пәқәт шәйтан маңа унтулдурупту, белиқ дәрйаға аҗайип йол алған иди» деди[63]. муса: «бизниң издәйдиғинимиз дәл мушу иди» деди ـ дә, иккиси кәлгән изи бойичә кәйнигә йеништи[64]. у иккиси (белиқни унтуған чоң ташниң йенида) бизниң бәндилиримиздин чоң мәрһәмитимизгә еришкән вә бизниң өзимизгә хас илмимизни (йәни илмий ғәйбни) биз билдүргән бир бәндини (йәни хизир әләйһиссаламни) учратти[65]. муса униңға: «аллаһ саңа билдүргән тоғра илимни маңа өгитишиң үчүн саңа әгишәйму? (йәни сөһбитиңдә болайму?)» деди[66]. у ейтти: «сән мән билән биллә болушқа сәвр ـ тақәт қилип туралмайсән[67]. сән чоңқур тонуп йәтмигән (йәни қаримаққа йаман, әмма маһийитини сән чүшәнмигән) ишқа қандақму сәвр ـ тақәт қилип туралайсән?»[68]. муса ейтти: «аллаһ халиса мени сәвр қилғучи көрисән, сениң буйруқуңға хилаплиқ қилмаймән»[69]. (хизир) ейтти: «әгәр сән маңа әгәшсәң, (йолуққан иш тоғрисида) мән уни саңа сөзләп бәргичә униңдин сорима (йәни өзүм сөзләп бәрмигичә қилған ишлиримдин сорима)»[70]. шуниң билән у иккиси бирликтә меңип келип бир кемигә чиқишти, (хизир) кемини тешивәтти (йәни кеминиң бир тахтисини суғурувәтти), муса (униңға): «кемидикиләрни ғәрқ болуп кәтсун дәп кемини тәштиңму? сән һәқиқәтән (қорқунчлуқ) чоң бир ишни қилдиң» деди[71]. (хизир) сән һәқиқәтән мән билән биллә болушта сәвр ـ тақәт қилип туралмайсән демидимму?» деди[72]. муса ейтти: «әһдини унтуп қалғанлиқимға мени әйиблимә, сән билән биллә болушта мени қийин һалға чүшүрүп қойма»[73]. у иккиси йәнә бирликтә маңди, улар бир балини учратти, (хизир) уни өлтүрүп қойди. муса: «сән бир бигунаһ җанни наһәқ өлтүрдүң, сән һәқиқәтән йавуз ишни қилдиң»[74]. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر