төмүр кәмликтин болған қан азлиқ вә давалаш ретсиплири

шипа булиқи - 05

1714311
төмүр кәмликтин болған қан азлиқ вә давалаш ретсиплири

төмүр кәмликтин болған қан азлиқ вә бир қисим шипалиқ өсүмлүкләр арқилиқ давалаш ретсиплири

доктор мәһмәт учар

әгәр тәркибидә төмүр маддиси бар йемәкликләр йетәрлик миқдарда истемал қилинмиса, бәдәндә төмүр кәмчил болуш әһвали көрүлиду, бу болса, төмүр кәмликтин болған қан азлиқ қатарлиқ кесәкликләрниң оттуриға чиқишиға сәвәб болиду.

• бәдәнгә һайванатларниң гөшлиридин тәшкил тапқан узуқ мәнбәлиридики әң йахши төмүр маддиси сүмүрүлиду. һайванат мәнбәлик йемәкликләрдики төмүр маддиси, өсүмлүк мәнбәлик йемәкликләрдики төмүр маддисиға қариғанда техиму асан сүмүрүлиду. 100 гирам қизил гөш, тәркибидики 2.7 миллигирам төмүр маддиси билән тәхминән күндилик истемал қилинишқа тегишлик төмүр маддисиниң % 15 ни қамдайду.  шу вәҗидин, төмүр маддиси, адәттә асанла қан азлиқ кесилигә гириптар болуп қалидиған кишиләр үчүн интайин муһимдур.

һәр һәптидә 2 күн қизил гөш, 2 күн ақ гөш, 3 күн белиқ истемал қилиш йетәрликтур. гөш  билән бирликтә  витамин C ни өз ичигә алған лимонлуқ йешил салатни көп истемал қилип беришму, төмүр маддисиниң сүмүрүлүшини ашурушқа пайдилиқтур.

буниңдин башқа йәнә,

җигәр

кала гөши

белиқ

консервалиқ сардина белиқи

паләк

тоху гөши

төгиқуш гөши

тухум

орман йаңиқи  

пишурулған бәрәңгә

қайнитилған көк пурчақ

шекәр қийами

күнҗүт мәлһими

күнҗүтлүк нан

уруқсиз қуруқ үзүм қатарлиқларму төмүр тәркиби йуқири узуқлуқлардур. йеңи мевиләргә селиштурғанда қуруқ мевиләрдики төмүр тәркиби техиму йуқиридур.

• қара чай, өсүмлүк чай йаки қәһвәни тамақ билән биллә истемал қилишқа болмайду. тамақтин 1 саәт кейин, ичилиши керәк. чүнки бу ичимликләр, төмүр маддисиниң йемәкликтин сүмүрүлүшини азайтиветиши мумкин.

• төмүр маддисиниң сүмүрүлүшини астилитидиғанлиқи үчүн,  сүт вә сүт мәһсулатлирини тамақ вақтидин сиртқи вақитларда истемал қилиш керәк.

• колалиқ ичимликләрни истемал қилиштин сақлиниш керәк.

• тәркибидә витамин C болған йемәк – ичмәкләр, бәдинимизниң төмүр маддисини сүмүрүшини ашуриду. төмүр маддисини өз ичигә алған озуқлуқ қиммити йуқири витамин  C лиқ йемәкликләр төвәндикичә:

апелсин шәрбити

долмилиқ қизилмуч

гүлкәрәм

бөлҗүргән

қича чечики

бирйуссел капостиси

ананас

маймун шаптули

• тәркибидә төмүр маддиси бар башқа тәбиий йемәкликләр төвәндикичә:

пурчақ

ноқут

йессимуқ

муқатил

кава уруқи

йәр йаңиқи қийами

 қурутулған өрүк

пәмидур қийами

йавропа кәрәпшиси

пистә

• кәрәпшә - паләк арилашмиси қан азлиққа қарши наһайити үнүмлүк болуп, төмүр кәмликтин болған қан азлиқни давалашта наһайити көп ишлитилиду.

химийәлик давалаш, йаки радийоактиплиқ давалаштин кейин көрүлидиған қан азлиққа қарши кәрәпшә -

паләк арилашмиси, мукәммәл бир йардәмчи давалаш усулидур. кәрәпшә - паләк арилашмисини тәййарлаш усули мундақ:

ишлитилидиған материйал؛ 250 грам йеңи паләк вә 200 грам пости сойуветилгән кәрәпшәдур.

  • қайнаватқан бир летир суға 200 грам непиз тоғралған кәрәпшәни ташлап, тувиқи йепиқ һаләттә төвән отта 10 минут қайнитиң. 10 минуттин кейин, униңға 250 грам паләк илавә қилиң вә тувиқи йепиқ һаләттә қазанни  йәнә 5бәш минут қайнитиң. андин совушини күтүң.
  • совуғандин кейин, сүзүп, сүйини пакиз бир шешигә селиң. әтигәндә ач қорсақ йаки наштидин бир саәт кейин бир истакан ичиң. кәчтә йәнә, ач қорсақ йаки кәчлик тамақтин бир саәт кейин бир истакан ичиң.
  • уда 15 күн әтигән вә кәчлик ичимликләр билән биллә қошуп ичиш давамлаштурулиду.
  • 15 күндин кейин, 10 күн тохтитилиду, 10 күндин кейин охшаш усулда әтигән вә кәчтә давамлаштурулиду.
  • җәмий 30 күн тошқанда арилашмини ичиш тамамлиниду.

күндилик тамақлиримизға йетәрлик миқдарда вә йетәрлик түрдә төмүр  маддиси бар йемәкликләрни илавә қилғинимизда, бәдинимиз өзигә йетәрлик  төмүр  мадддисини қобул қилалайду. шундақтиму, бәдәндики төмүр маддиси кәмчил болса, тәркибидә төмүр маддиси бар йемәкликләрдин башқа, сиртқи төмүр маддиси толуқлаш қатарлиқ әһвалларниму ойлишишқа тоғра келиду. бу хил әһвал астида, бимар чоқум дохтурдин мәслиһәт сориши керәк.

• шуни билиш керәкки, төмүр маддилиқ дорилар семизликни кәлтүрүп чиқармайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر