оттура асийа райониниң бихәтәрлики мәсилиси

йавроасийаға нәзәр - 72

1639818
оттура асийа райониниң бихәтәрлики мәсилиси

оттура асийаниң бихәтәрлики 

абдрәсул исһақов

 2021-йили, 27 – апрел күни, таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбәдә коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт мудапиә министирлири йиғини өткүзүлди. йиғинда, тәшкилатқа әза дөләтләр оттурисидики һәмкарлиқ, районниң бихәтәрлики вә афғанистанниң келәчики қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди. йиғин ахирида, колликтип тез инкас қайтуруш күчлирини заманиви қорал – йарағлар, һәрбий вә алаһидә әслиһәләр билән тәминләш пилани тәстиқланди.

йиғин даирисидә,  шу күни, дүшәнбәдә русийә билән таҗикистан дөләт мудапиә министирлиқлири оттурисида, таҗикистанда ортақ һава мудапиә системиси (S-300) ни қуруш тоғрисида келишим имзаланди. техиму ениқ қилип ейтқанда, русийәниң таҗикистанда турушлуқ 201-һәрбий базиси ишләткән һава мудапиә системиси, буниңдин кейин таҗикистан тәрәп билән ортақ ишлитилиду.

2021-йили, 28-апрел күни, дүшәнбәдә коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатиға әза дөләтләр дөләт бихәтәрлик кеңиши баш катиплири йиғини чақирилди. йиғинда, тәшкилатқа әза дөләтләрниң кәлгүсидә елип баридиған ортақ паалийәтлири бекитилди. дүшәнбәдә бу истиратегийәлик йиғин өткүзүлүватқан бир пәйттә, тәшкилатқа әза дөләтләрдин қирғизистан билән таҗикистан чеграсида, таҗикистан әскәрлири қирғизистанниң 11 йезисиға омумйүзлүк һуҗум қилди. уда 2 күн давамлашқан вә 34 қирғизистан пуқрасиниң җениға замин болған бу һуҗум, коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатиниң инавитигә көләңгә чүшүрди.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу, 2021-йили, 27-апрел күни, дүшәнбәдин бухараға кәлди. 28 – апрел күни, русийә билән өзбекистан дөләт мудапиә министирлиқлири оттурисида тунҗи қетим  2021-2025-йилларни өз ичигә алған һәрбий саһәдә истиратегийәлик һәмкарлиқ келишим лайиһәси имзаланди. өзбекистан дөләт мудапиә санаити мәһсулатлирини русийәдин  етибар баһада йавроасийа иқтисадий бирликигә әза дөләтләрдин сетивалиду.

америка қошма иштатлириниң 2021 – йили, 11 – сентәбиргичә афғанистандин әскәрлирини тамамән чекиндүридиғанлиқини җакарлишидин кейин, оттура асийа дөләтлири бихәтәрликни қоғдаш тәдбирлирни күчәйтиш үчүн, иттипақдашлири билән болған мунасивәтлирини мустәһкәмләшни пиланлимақта. өзбекистанниң русийә билән тунҗи қетим дөләт мудапиәси һәмкарлиқ келишим лайиһәси имзалиши, таҗикистанниң һава саһәсиниң бихәтәрликини русларға һавалә қилиши, буниң әң рошән намайәндиси, әлвәттә. русийәму таҗикистан вә өзбекистанни йавроасийа иқтисадий бирләшмисигә дахил қилиш, афғанистандин келиш еһтимали болған хәвни чегралиридин йирақлаштуруш вә оттура асийадики орнини мустәһкәмләш үчүн, райондики дөләтләр билән йеңи келишимләрни имзалимақта.

алдинқи йилларда, таҗикистанда һәрбий база қурғанлиқи ашкарланған хитайниң, америка қошма иштатлириниң әскәрлирини афғанистандин чекиндүрүшидин кейин, бу саһәдә районда техиму актип болуш вә афғанистанда өзиниң һәрбий базисини қурушни тәләп қилидиғанлиқи һәммигә айан. хитай башчилиқидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң, районниң бихәтәрлики үчүн йеңи истратегийә бәлгиләш мәҗбурийити бар.

оттура асийа дөләтлири билән мудапиә саһәсидики һәмкарлиқини тәрәққий қилдуруватқан түркийә, бу саһәдә афғанистан вә оттура асийа җумһурийәтлири билән қойуқ һәмкарлиқини давамлаштуриду. бу даиридә, түркийә ишләпчиқарған дөләт мудапиә санаити мәһсулатлириниң, болупму қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң, оттура асийа җумһурийәтлири тәрипидин тәминлиниши наһайити зор әһмийәткә игә. қазақистан илгири түрк броневиклирини синақ қилғаниди. асәлсан қазақистандин кейин өзбекистандиму завут ечиши мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر