түрк чейи һәққидә немиләрни билисиз?

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «түрк чейи» дегән темидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1470988
түрк чейи һәққидә немиләрни билисиз?

түркийә авази радийоси: түрк чейиниң түркләргә хас дәмләш вә тәқдим қилиш усули барлиқини аңлиғанмидиңиз?

5 миң йиллиқ өтмүшкә игә чай түркләрниң турмушиға кечикип киргән болсиму, түркләр арисида өзигә хас күлтүр йаратти. түркийәниң шәрқий қарадеңиз вә ризә вилайәтлиридә бир хиил қарачай йетишиду вә бу чай хәлқ арисида «түрк чейи» дәп атилиду. бирақ, «түрк чейи» уқуми асаслиқи түркләргә хас чай дәмләш вә уни меһманларға тәқдим қилиш усули үчүн ишлитилиду.

дәвримиздә хилмухил чайлар вә уларни дәмләш усуллири болсиму, түрк усули чай, қорулған қарачай билән дәмлиниду вә өзигә хас бели инчикә әйнәк истаканларда тәқдим қилиниду. түрк усули бойичә чай дәмләштә чайданлиқ вә дәмликтин ибарәт икки чәйнәк ишлитилиду. чайданлиқта пакиз су қайнитилса, бош дәмлик қайнақ суниң һорида исситилиду. азрақ қайниған су ичидики оксигин йоқап кәтмәстинла соқулған қарачай селинған дәмликкә төкүлиду. дәмлик, чайниң дәмлиниши үчүн ичидә су қайнаватқан чайданлиқниң үстидә 10 минут әтрапида турғузулиду. тәййарланған чайни сунушта болса, дәмликтин халиған миқдарда чай истаканларға қуйулиду. чайниң қениқ – суслуқини тәңшәш үчүн чайданлиқтики қайнақ су қуйулиду. арқидин халиғанлар чайға шекәр салиду.

дунйаниң әң чоң чай базарлириниң бири болған түркийәдә қарачай ичиш түрк турмуш адити вә мәдәнийитиниң айрилмас бир парчиси һесаблиниду. буниң билән биргә чай күлтүри түркләргә нисбәтән бирликтә йашаш вә меһмандарчилиқниңму әң муһим символлириниң биридур.


خەتكۈچ: #чай , #түрк чейи

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر