мусулманлар үчүн өзини русливелиш пурсити болған төвбә

мусулман киши билип – билмәй қилған гунаһлириға пушайман қилип, қайта у гунаһларни өткүзмәслик нийити билән, хаталиқтин қайтиши, аллаһқа йүзлиниши вә униңдин әпу қилшни тилиши төвбә дәп атилиду.

520654
мусулманлар үчүн өзини русливелиш пурсити болған төвбә

түркийә авази радийоси: гунаһ - ислам чүшәнчисигә асасланғанда, аллаһниң әмир вә чәклигәнлииригә бойсунмаслиқни көрситиду. сөйүмлүк пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссалам гунаһқа, «кишиниң ичини татилайдиған вә һечкимниң билишини халимайдиған нәрсидур[1]» дәп тәбир бәргән. төвбә, аллаһқа қайтиш вә униңға йүзлиниш дегән мәнини билдүриду. мусулман киши билип – билмәй қилған гунаһлириға пушайман қилип, қайта у гунаһларни өткүзмәслик нийити билән, хаталиқтин қайтиши, аллаһқа йүзлиниши вә униңдин әпу қилшни тилиши төвбә дәп атилиду. бу мәнидин ейтқанда, төвбә кишиниң аллаһни инкар қилиштин иманға؛ униңға исйан қилиштин итаәт қилишқа, гунаһ өткүзүштин савабқа вә хатадин тоғриға йүзлиниши һесаблиниду.

исламда инсанларниң гунаһкар болуп туғулмайдиғанлиқи, әмма гунаһ өткүзидиғанлиқи қобул қилиниду. гунаһтин қоғдиниш вә қутулуш йоллири инсанларға өгитилгән. шуңа, һечқандақ гунаһ өткүзмәслик инсанлар үчүн пәзиләт һесабланмайду, бу мумкин әмәс. һәқиқий пәзиләт, киши өткүзгән гунаһиға пушайман қилип, төвбә қилишидур. пәйғәмбәр әләйһиссалам бу һәқтә: «барлиқ инсанлар гунаһкардур, гунаһкарларниң әң хәйрилики төвбә қилғанлардур[2]» дәйду. пәйғәмбәр әләйһиссалам йәнә мундақ дәйду:

«гунаһтин толуқ кәйнигә қайтқан вә төвбә қилған киши, у гунаһни һечқачан өткүзмигәндәк болиду[3]

бу нуқтини чиқиш қилғанда, мөин бәндиниң төвбә қилип, гунаһлардин пакланғанлиқини вә туғулған күндики паклиқиға қайтип кәлгәнликини ейтқили болиду.

пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдиси шәрифидә: «әгәр силәр гунаһ өткүзмисәңлар, аллаһ силәрни һалак қилип, орниңларға гунаһ өткүзүп, арқидин төвбә қилидиған бәндилирини йаритатти[4]» дәйду. өткүзүлгән гунаһ вә хаталиқлардин қутулуп, мәниви кирләрдин паклинишниң йоли төвбә қилиштур. улуғ аллаһ нур сүрисиниң 31 – айитидә: « мөминләргә ейтқинки, на мәһрәмләргә тикилип қаримисун, әврәтлирини йапсун, ташқи зиннәтлиридин башқа зиннәтлирини ашкарилимисун, лечәклири билән көкрәклирини йапсун, (ташқи зиннәтлиридин башқа) зиннәтлирини әрлиридин, атилиридин, йа қейин атилиридин, йа оғуллиридин, йа әрлириниң оғуллиридин, йа өз қериндашлиридин, йа қериндашлириниң оғуллиридин, йа һәмширилириниң оғуллиридин, йа диндаш айаллардин, йа қол астидики чөриләрдин, йа хотунларға еһтийаҗи йоқ хизмәтчиләр (йәни қери, дәлдүш болғанлиқтин җинсий шәһвити йоқлар) дин, йа айалларниң уйатлиқ җайлирини уқмайдиған (йәни балағәткә йәтмигән) балилардин башқа кишиләргә көрсәтмисун, зиннәтлирини кишиләргә билдүрүш үчүн айағлирини йәргә урмисун, и мөминләр! бәхткә еришишиңлар үчүн һәммиңлар аллаһқа төвбә қилиңлар» дәйду вә бизни төвбигә чақириду.

улуғ аллаһ инсанлар үчүн төвбә ишикини ахириғичә ечивәткән. гунаһи қанчилик болушидин қәтийнәзәр, аллаһ мувапиқ һалда төвбә қилған бәндисини әпу қилиду. қуран кәримдә сүрә зумәрниң 53 – айтидә бу һәқтә мундақ дейилиду:

«(и муһәммәд! мениң тилимдин) ейтқинки, «(гунаһларни қиливерип) өзлиригә җинайәт қилған бәндилирим! аллаһниң рәһмитидин үмидсизләнмәңлар. аллаһ һәқиқәтән (халиған адәмниң) җими гунаһлирини мәғпирәт қилиду, шүбһисизки, аллаһ наһайити мәғпирәт қилғучидур, наһайити меһрибандур.»

шуниң үчүн мусулман киши аллаһниң мәғпиритидин үмидини үзмәйду йаки үзәлмәйду. қуранда аллаһниң төвбә қилған бәндилиридин рази болидиғанлиқи вә уларни йахши көридиғанлиқидин хуш хәвәр берилгән. буниңдин башқа, чоң гунаһларни өткүзүштин сақланғанларниң кичик гунаһлириниң әпу қилинидиғанлиқидинму хәвәр берилгән. улуғ аллаһ қуран кәримдә: « әгәр силәр мәни қилинған чоң гунаһлардин сақлансаңлар, (кәримимизгә елип) кичик гунаһлириңларни йоққа чиқиримиз вә силәрни есил маканға (йәни җәннәткә) киргүзимиз» дәйду.

йуқиридики айәтләргә асасланғинимизда, мусулман кишиниң гунаһлириға төвбә қилиши, диний вәзипә һесаблиниду. ислам алимлири төвбиниң һәммә киши үчүн пәрз икәнликини ейтиду.  бу вәзипә өмүр бойи давамлишиду. төвбә қилиш үчүн вастичиға керәк йоқ болуп, алаһидә макан вә заманғиму еһтийаҗ йоқ. мусулман киши вақитни өткүзүвәтмәстин вә өлүм гирдабиға йеқинлишиштин бурун гунаһлириға төвбә қилиши керәк. чүнки ахирқи нәпәстә қилған төвбә күчкә игә болмайду.

ислам чүшәнчиси бойичә ейтқанда, гунаһлар аллаһниң һәққигә мунасивәтлик болғанлар вә бәндә һәққи билән мунасивәтлик болғанлар дәп иккигә бөлүниду. аллаһниң дәргаһида мәқбул болуши үчүн, бу икки гунаһқа мунасивәтлик төвбиниң бәзи шәртлирини байан қилимиз. аллаһ һәққигә мунасивәтлик гунаһларға төвбә қилиш үчүн, у гунаһни өткүзгәнликигә пушайман қилиш, қәтий һалда у гунаһни өткүзүштин ваз кечиш вә у гунаһни қайта қилмаслиққа қәтий нийәт қилиш керәк. бәндиниң һәққигә мунасивәтлик гунаһларға төвбә қилиш үчүн йуқиридикиләргә қошумчә һалда, һәққи йийилгән бәндиниң һәққиниң қайтуруп берилиши вә униң разилиқи елиниши керәк. бу қаидәгә мувапиқ төвбә қилиш һесаблиниду.

гунаһ өткүзүш инсанға хас болуштин сирт, мусулман үчүн ейтқанда, җинайәт вә инсанни кирлитидиған һадисә һесаблиниду. пәйғәмбәр әләйһиссалам: «мөмин гунаһ өткүзгәндә қәлбидә қара дағ пәйда болиду. төвбә қилип, қайта у гунаһни қилмиса вә истиғпар ейтса, бу қара дағдин қутулиду, гунаһи көпәйсә қара дағму көпийиду[5]» дәйду.

йуқиридики һәдистин мусулман кишиниң мәниви һайатиниң мәркизий болған қәлбидики гунаһниң, пәқәт төвбә қилиш арқилиқла йоқилидиғанлиқини биливалғили болиду. шуңа, мусулман киши гунаһ өткүзгәндә дәрһал һәрикәткә келип, аллаһ йаки башқа кишиләр билән арисида пәйда болған наразилиқларни һәл қилишқа тиришиши лазим. төвбиниң өзиму пушайманлиқни көрситиштур.

төвбә үчүн алаһидә макан вә заман керәк әмәс. бирақ, намаз, роза вә закат қатарлиқ аллаһниң ризаси үчүн қилинған хәйрилик ишлардин кейин؛ сәһәр вақти, җүмә вә һейт күнлири билән мубарәк кечиләрдә қилинған төвбиниң наһайити тез қобул қилинидиғанлиқи қәйт қилиниду. әрафат, кәбә вә пәйғәмбәр әләйһиссалам мәсҗиди қатарлиқ маканларниң төвбә қилиш үчүн техиму йахши җайлар икәнлики ейтилиду. булар төвбиниң пәзиләтлири һесаблиниду.

чин көңлидин төвбә қилиш үчүн кишиниң өзи үстидә қаттиқ ойлиниши вә буниң үчүн күрәш қилиши керәк. бундақ болғанда, сәлбий әһвални бәндичиликкә, савабқа вә пәзиләткә өзгәртиш имкани пәйда болиду. бундақ төвбә, кишиниң аллаһқа йүзлинишини, иманиниң күчийишини, қайтидин һайатқа бағлинишини вә үмидиниң давамлишишини капаләткә игә қилиду.    

 

[1] муслим, бир вә сила 15 - бәт

[2] дарими риқақ 18 - бәт

[3] ибин маҗә зуһид 30 - бәт

[4] муслим, тәвбә 9 - бәт

[5] ибин маҗә зуһид 29 - бәт



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر