шималий америкада күн тутулди

америка, канада вә мексикада милйонлиған кишиләр шималий америка қитәсидики толуқ күн тутулушни көрди.

2126226
шималий америкада күн тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: мексиканиң мазатлан шәһиридә 8-апрел (2024) шу йәр вақти 11 дин 7 минут өткәндә башланған күн тутулуш һадисиси, американиң шәрқий шималиға қарап илгириләп, канадада 17 дин 16 минут өткәндә ахирлашти.

америкада 13 иштаттики йүзлигән шәһәр вә базарларда милйонлиған киши күн тутулушни алаһидә көзәйнәк һәмдә телескоплар билән көзәтти. күнниң толуқ тутулуши 6 миң 437 километир узунлуқта, тәхминән 44 милйон нопус йашайдиған америка, канада вә мексика земинлирида 186 километир кәңликтики линйәдә көрүлди. буниң сиртида күн тутулуш қисмән көрүлди.

милйонлиған кишиләр ай шари айлинип қойаш билән йәршариниң оттурисиға кәлгәндә, қойашниң көп қисимини ай шари тосувалғанда йүз беридиған күн тутулуш һадисисини көрүш үчүн, болупму толуқ күн тутулуш көрүлидиған районларға сәл болуп ақти.

2024-йилниң иккинчи күн тутулуши 2-өктәбир чили вә аргентинаниң җәнубида йүз бериду. америкада келәр қетим 2044-йили толуқ күн тутулиду.

шималий йерим шарда 2021-йили 10-ийун астрономлар «от чәмбири» дәп атайдиған күн тутулуш һадисиси йүз бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر