галлант рәфаһ һуҗуминиң давамлишидиғанлиқини билдүрди

исираилийә дөләт мудапиә министири галлант йурт-маканлиридин қоғланған пәләстинликләр панаһлиниватқан рәфаһқа һуҗум қилишниң давамлишидиғанлиқини ейтти.

2136811
галлант рәфаһ һуҗуминиң давамлишидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, галлантниң райондики һуҗумларни қоллаш мәқситидә рәфаһни бомбардиман қилған зәмбирәкчиләр қисмини зийарәт қилғанлиқини билдүрди.

галлант бу йәрдә қилған сөзидә, 6-май исираилийә армийәсигә рәфаһқа кириш буйруқи чүшүрүлгәнликини билдүрди.

у: «рәфаһ чегра еғизини ишғал қилиш буйруқини чүшүрдүм. һәрбий һәрикәт рәфаһта вә пүткүл ғәззәдә һамас йоқитилғичә шундақла тунҗи әсир аилисигә қайтип кәлгичә давамлишиду. исираилийәлик әсирләрниң қойуп берилиши үчүн йол қойушқа тәййармиз. әгәр әсир алмаштуруш болмиса, ғәззә һуҗумини техиму кеңәйтимиз» деди.

һамас қатар вә мисир тәрипидин йәткүзүлгән «уруш тохтитиш тәклипи» ни тәстиқлиғанлиқини уқтурған болсиму, исираилийә уруш кабенти рәфаһқа һуҗум қилишни давамлаштурушни қарар қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر