чехийә русийә баш әлчисини министирлиққа чақиртти

русийәниң пирагада турушлуқ баш әлчиси александир змевивиский чехийә органлири вә муһим ул-әслиһәлиригә қаритилған «тор һуҗуми» сәвәбидин ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилди.

2136650
чехийә русийә баш әлчисини министирлиққа чақиртти

түркийә авази радийоси хәвири: чехийә ташқи ишлар министири йан липавиский русийәниң контроллуқидики APT28 гурупписиниң өткән йилдин буйан микрософтниң овтлук диталидики ениқлиналмиған бир бихәтәрлик бошлуқидин пайдилинип, чехийә органлириға «тор һуҗуми» қилғанлиқи үчүн, русийәниң пирагада турушлуқ баш әлчиси змевивискийниң министирлиққа чақирилғанлиқини билдүрди.

липавиский һуҗумларниң чехийәниң бихәтәрлики вә муқимлиқиға еғир дәриҗидә зийан йәткүзүшни нишан қилғанлиқини илгири сүрди.

чехийә мәтбуатлириниң хәвәрлиридә, APT28 гурупписиниң германийәгиму һуҗум қилғанлиқи қәйт қилинди.

игилинишичә, германийә ташқи ишлар министирлиқи өткән һәптә русийәниң бу дөләттики баш әлчисини министирлиққа чақирған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر