йавропа түркийә билән болған мунасивәтләрни илгири сүрүшкә әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлиди

йавропа иттипақи түркийә билән һәмкарлиқ вә өзара мәнпәәт йәткүзүш мунасивитини тәрәққий қилдурушниң истратегийәлик әһмийәткә игә икәнликини, қибрис сөһбәтлирини әслигә кәлтүрүшкә «алаһидә әһмийәт беридиғанлиқи»ни билдүрди.

2129124
йавропа түркийә билән болған мунасивәтләрни илгири сүрүшкә әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәниң пайтәхти бирйусселда давамлишиватқан йавропа иттипақи башлиқлар йиғининиң хуласә доклатиниң түркийә билән болған мунасивәтләргә алақидар бөлүми елан қилинди.

байанатта: «йавропа иттипақиниң шәрқий ақдеңизниң муқим вә бихәтәрлики һәмдә түркийә билән болған һәмкарлиқ вә өзара мәнпәәт йәткүзүш мунасивитини тәрәққий қилдурушта истратегийәлик мәнпәәти бар» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә: «йавропа иттипақи түркийә билән болған һәмкарлиқниму илгири сүридиған қибрис сөһбәтлириниң әслигә келиши вә илгирилишигә интайин әһмийәт бериду» дейилди.

йавропа иттипақиниң бу мәсилини һәл қилишта бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) һимайисидики мусапини қоллайдиғанлиқи тәкитләнгән байанатта: «йавропа иттипақи қолидки барлиқ мувапиқ васитиләрни ишқа селип, б д т һимайисидики барлиқ басқучларни қоллашқа тәййар» дейилди.

йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишел байанат берип: «биз түркийә билән иҗабий мунасивәт орнитишни, муқим мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушни халаймиз... мән қибрис вәзийитиниң интайин муһимлиқини тәкитлимәкчимән. биз қибрисниң әһвалиға, болупму б д т ниң һәл қилиш мусаписигә алаһидә қизиқимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر