коломбийәдә тик учар чүшүп кетип 9 әскәр қаза қилди

коломбийәдә тик учар чүшүп кетип, бир генерални қошқанда, җәмий туққуз әскәр қаза қилди.

2133770
коломбийәдә тик учар чүшүп кетип 9 әскәр қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийәниң шималидики боливар мәмурий райониға қарашлиқ гуарапера йезисида чүшүп кәткән «MI-17 HK3395» номурлуқ һәрбий тик учарда бирси генирал, 8 әскәр болуп, җәмий 9 киши қаза қилди.

коломбийә пирезиденти густав петро иҗтимаий алақә торида елан қилған байанатида, қаза қилған әскәрләр үчүн «чоңқур» қайғурғанлиқини билдүрди.

һәрбий тик учарниң «клан дел голфо» намлиқ зәһәрлик чекимлик ​​вә йерим һәрбий тәшкилатқа қарши һәрикәттә вәзипә өтәватқанлиқи уқтурулди.

вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر