пакистанда йүз бәргән кәлкүн апитидә 17 адәм қаза қилди

пакистанниң хәйбәр-пахтонхва өлкисидә уда 3 күндин буйан давамлишиватқан қара йамғур сәвәбидин 17 адәм қаза қилди, 23 адәм йариланди.

2133883
пакистанда йүз бәргән кәлкүн апитидә 17 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан бирләшмә ахбарат агентлиқиниң пакистан районлуқ апәтни башқуруш идарисиниң байанатини мәнбә көрситип хәвәр қилишичә, хәйбәр-пахтонхва өлкисидә уда 3 күндин буйан давамлишиватқан қара йамғур сәвәбидин 5 балини өз ичигә алған 17 адәм қаза қилған, 23 адәм йарилан, 148 кала һалак болған, 116 өй вәйран болған, бәзи йоллар тақилип қалған.

апәт йүз бәргәндин кейин издәш – қутқузуш әтрәтлири нәқ мәйданға йетип берип, издәш – қутқузуш паалийәтлири, талапәткә учриғанларға йардәм бериш, йолларни ремонт қилиш хизмити ишләшкә башлиған.

пакистан районлуқ апәтни башқуруш идарисиниң байанатида тәкитлинишичә, йәрлик һөкүмәтләргә талапәткә учриғанларға әң қисқа вақит ичидә иқтисадий йардәм берилиши тоғрилиқ йолйуруқ чүшүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر