америка:  иранға йеңи ембарголар йүргүзүлүши мумкин

америка қошма иштатлири малийә министири җәнет йеллен исраилийәгә қилған һуҗумидин кейин иранға йеңи ембарголар йүргүзүлүш еһтималлиқиниң барлиқини ейтти.

2128795
америка:  иранға йеңи ембарголар йүргүзүлүши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: җәнет йеллен хәлқара пул фонди тәшкилати  вә дунйа банкасиниң баһар мәвсуми йиғинлири даирисидә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, иранниң алдинқи һәптә ахири (13-апрел кечиси) да исраилийәгә қилған һава һуҗуми һәққидә тохтилип мундақ деди:

«америка қошма иштатлири малийә министирлиқи иран һакимийитинң йаман нийәтлик вә муқимлиқни бузидиған паалийәтлиригә давамлиқ тақабил туруш мәқситидә, ембарго йүргүзүш һоқуқимиздин пайдилиниш үчүн иттипақдашлиримиз билән изчил һәмкарлишиду.»

йеллен иранниң алдинқи һәптә ахири қилған һуҗумлиридин тартип қизил деңизда һусийларниң һуҗумлириғичә болған иран һәрбий һәрикәтлириниң, районниң муқимлиқиға тәһдит селиватқанлиқини тәкитлиди вә буниң чоқум иқтисадий ақивәтлириниң болидиғанлиқини қәйт қилди.

у тоқунушниң техиму кәң көләмлик районлуқ вә йәр шари характерлик тоқунушларға айлинип кетишиниң алдини елиш керәкликини тәкитләп, тоқунушниң оттура шәрқ районидики бәзи дөләтләрниң иқтисадиға пассип тәсирләрни көрситиватқанлиқини билдүрди.

у сөзидә, пат йеқинда иранға қошумчә ембарголарниң йүргүзүлүши мумкинликини әскәртти.

у йәнә, иранниң нефит експорт қилиш иқтидарини төвәнлитиш үчүн тиришиватқанлиқлирини, әмма иранниң чәклик нефит експорт қилишни давамлаштуруватқанлиқини, бу мәсилидә қилишқа тегишлик техиму көп ишларниң болуши мумкинликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر