исраилийә 50 күндин буйан қамақта тутуп туруватқан икки қизилай хадимини қойуп бәрди

пәләстин қизилай җәмийити исраилийәниң ғәззәниң җәнубидики хан йунус шәһиридә 50 күндин буйан қамақта тутуп туруватқан икки хадимини қойуп бәргәнликини елан қилди.

2127852
исраилийә 50 күндин буйан қамақта тутуп туруватқан икки қизилай хадимини қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин қизил һилал ай җәмийити исираилийә икки айдин буйан қамақта туруватқан икки хадиминиң қойуп берилгәнлики тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, исраилийә әскәрлириниң 50 күн илгири хан йунустики әмәл дохтурханисидин йариланғанларни тарқақлаштуруватқан җәрйанда тутқун қилған икки нәпәр җиддий қутқузуш аптомобили хадиминиң қойуп берилгәнлики билдүрүлди.

байанатта, һазирму қизилай җәмийитиниң башқа алта нәпәр хадимниң исраилийә әскәрлириниң қолида икәнлики вә уларниң ақивитидин хәвәр йоқлуқи әскәртилди.

пәләстин қизилай җәмийити феврал (2024) да әмәл дохтурханисиға қилинған һуҗум җәрйанида тутқун қилинған йәттә хадимниң 28 - мартта қойуп берилгәнликини елан қилған иди.

исраилийәниң 7 - өктәбир (2023) дин буйан ғәззә райониға қилған вәһшийанә һуҗумлирида аз дегәндә 14 миң 500 кичик бала вә 9 миң 560 айални қошқанда, җәмий 33 миң 729 пәләстинлик өлтүрүлди вә 76 миң 371 киши йариланди. һазирму бина харабиликлири астида миңлиған кишиниң җәсити барлиқи мәлум.

исраилийә қисимлири хәлқ панаһланған дохтурхана вә маарип органлирини һуҗум нишани қилип,  аммиви ул- әслиһәләрни вәйран қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر