шивейтсарийә украина тинчлиқ йиғиниға саһибханлиқ қилиду

шивейтсарийә федератип һөкүмити йазма байанат елан қилип, өзиниң ийунда өткүзүлидиған украина тинчлиқ йиғиниға саһибханлиқ қилидиғанлиқини уқтурди.

2126777
шивейтсарийә украина тинчлиқ йиғиниға саһибханлиқ қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: шивейтсарийә федератип һөкүмити йазма байанат елан қилип, украинаниң кәң даирилик, адил вә узақ муддәтлик тинчлиқиға капаләтлик қилиш үчүн, йуқири дәриҗилик рәһбәрләрниң иштирак қилиши билән <украина тинчлиқ йиғини> өткүзүлидиғанлиқини уқтурди.

«йиғин тинчлиқ мусаписигә башламчи болалайдиған зөрүр шараит һазирланди» дейилгән байанатта, йиғинниң мәқситиниң дөләтләр ара  <украинада тинчлиқ орнитиш> ортақ тонушини өстүрүш икәнлики қәйт қилинди.

йиғинниң ийунда шивейтсарийәниң бургенсток базирида өткүзүлүшиниң пиланланғанлиқи билдүрүлди.

шевитсарийә пайтәхти бернда дөләт ишлири зийаритидә болған украина пирезиденти виладимир зеленский 15-йанвар шивейтсарийә федератсийәси рәиси виола амхерд билән көрүшкән вә униң билән өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, өзлириниң шивейтсарийә билән бирликтә тинчлиқ йиғини тәййарлиқлирини 16-йанварда башлайдиғанлиқлирини уқтурғаниди.

зеленский йиғинға пәқәт украинаниң земин пүтүнлүкини қоллайдиған дөләтләрниңла тәклип қилинидиғанлиқини, русийәниң сөһбәткә қатнашмайдиғанлиқини, хитайниң қатнишишини үмид қилидиғанлиқини әскәрткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر