исраилийәдә бенйамин нетанйаһуға қарши  намайишлар күнсери күчәймәктә

исраилийәдә баш министир бенйамин нетанйаһуға вә униң уруш кабинетиға болған наразилиқ күндин күнгә күчәймәктә.

2124187
исраилийәдә бенйамин нетанйаһуға қарши  намайишлар күнсери күчәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики исраилийәлик әсирләрниң йеқин-йоруқлири вә һөкүмәткә қарши гуруппилардин тәшкил тапқан миңлиған намайишчи һөкүмәтни тәнқид қилидиған лозункиларни көтүрүп, исраилийәниң һәммила йеридә дегүдәк кочиларға чиқти.

намайишчилар исраилийәниң символлуқ җайлириниң бири болған парламент бинаси, алий сот оргини вә  һөкүмәт биналири җайлашқан районни қамал қилди һәмдә «һөкүмәт истепа!» дәп шоарлар товлиди.

намайишчилар намайишта авазини нетанйаһуға аңлитиш үчүн, баш министирлиқ туралғусиға қарап йүрүш қилди.

баш министирлиқ туралғуси алдиға бармақчи болған бир топ намайишчилар билән сақчилар оттурисида сүркилиш йүз бәрди.

намайишчилар сақчи тосуқлирини бөсүп өтүшкә тиришти, сақчилар намайишчиларни қаттиқ қоллуқ билән тости.

намайишчилар турған кочиларға сесиқ пурақлиқ химийәлик су чечилди.

атлиқ сақчилар вә иҗтимаий вәқәләргә арилишиш аптомобиллири, баш министирлиқ туралғусиға тутишидиған кочиларни қамал қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر