путин йавропа дөләтлирини украинаға беридиған F-16 айропиланлар тоғрисида агаһландурди

русийә пирезиденти виладимир путин украинаға берилидиған F-16 уруш айропиланлири үчинчи дөләтләрниң айродромлирини русийәгә қарши ишләтсә, қанунлуқ зәрбә обйекти болидиғанлиқини ейтти.

2121570
путин йавропа дөләтлирини украинаға беридиған F-16 айропиланлар тоғрисида агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: виладимир путин дөләт мудапиә министирлиқи твер районидики армийә авийатсийә мәшиқ мәркизини зийарәт қилди؛ у һәрбий учқучилар билән параңлишип, авийатсийә қисимлириниң украинадики тоқунушларда қалтис хизмәтләрни қилиш арқилиқ нәтиҗигә төһпә қошқанлиқини билдүрди.

пирезидент путин өзиниңму бир қанчә қетим уруш айропиланиға олтуруп учуп баққанлиқини, уруш айропилани учқучилириниң хизмитиниң мүшкүллүкини байан қилип, русийәниң Su-34 бомбардиманчи айропилани, Su-30 вә Su-57 типлиқ йеңи әвлад уруш айропиланлириниң тоқунуш районида наһайити йахши хизмәтләрни қилғанлиқини қәйт қилди.

у ғәрб дөләтлириниң украинаға F-16 күрәшчи айропилани бериш вә украина учқучилирини мәшиқләндүрүш пиланиға баһа берип: «бу, тоқунуш районидики һечқандақ нәрсини өзгәртмәйду. биз бүгүн көп ситволлуқ қойуп бериш системилири, танкилар, бироневиклар вә башқа һәрбий үскүниләрни вәйран қиливәткинимиздәк, (F-16 типлиқ) айропиланларниму вәйран қилимиз» деди.

путин F-16 уруш айропиланлириниң йадро қораллирини тошуш иқтидариға игә икәнликини тилға елип, бу айропиланларға қарши җәң қилғанда, бу нуқтини нәзәргә алидиғанлиқлирини әскәртти.

украинаға берилидиған бу айропиланлар шималий атлантик әһди тәшкилати айродурумлиридин пайдиланған тәқдирдә, москваниң ташлайдиған қәдәмлири тоғрисида тохталған виладимир путин: «әлвәттә, әгәр бу айропиланлар үчинчи дөләтләрниң айродромлирини ишләтсә, қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр бизгә нисбәтән қанунлуқ зәрбә нишанға айлиниду» деди.

путин американиң мудапиә чиқиминиң русийәниңкидин көп икәнликигә  ишарәт қилип, русийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати билән уруш қилишни пиланлаватқанлиқи шундақла балтиқ деңизи дөләтлири вә полшаға һуҗум қилиш еһтималиниң барлиқи тоғрисидики қарашларниң бимәнә икәнликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر