исраилийә ғәрбий қирғақта вәһимә пәйда қилишни давамлаштурмақта

исраилийә ғәззәдә қирғинчилиқ қилиш биләнла қалмай, ишғал астидики ғәбий қирғақ (ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи)тиму вәһимә пәйда қилмақта.

2132736
исраилийә ғәрбий қирғақта вәһимә пәйда қилишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә әскәрлири җенин шәһириниң ғәрбидики һәрбий тәкшүрүш понкитида бир топ йашқа қаритип оқ чиқарди؛ вәқә җәрйанида исраилийә әскәрлириниң оқи тәгкән 21 йаш вә 22 йашлардики икки йаш һайатидин айрилди, икки киши йариланди.

исраилийә әскәрлири йәнә әлхәлил, наблус, тулкәрим вә қалқилйа шәһәрлиригиму бастуруп кирди.

мәзкур шәһәрләрдики өй вә дуканларға бастуруп кирип бузғунчилиқ салған исраилийә әскәрлири, бир қисим машиниларни мусадирә қилди.

әң йеңи һуҗум билән бирликтә 7-өктәбирдин башлап давам қиливатқан ишғал астидики ғәрбий қирғақ вә шәрқий қуддуста өлтүрүлгән пәләстинликләрниң сани 491 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر