москвадики һуҗумда җенидин айрилғанларниң сани ашти

русийә пайтәхти москвада йүз бәргән террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанларниң сани 143 кә чиқти.

2121454
москвадики һуҗумда җенидин айрилғанларниң сани ашти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә җиддий ишлар министирлиқи җүмә күни (2024-йили 22-март) москвадики консерт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанлар саниниң 143 кә чиққанлиқини елан қилди.

һуҗумда 100 дин артуқ киши йариланған иди.

владимир путин террорлуқ һуҗуми қилған төт террористни өз ичигә алған 11 кишиниң тутулғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر