кулеба русийәниң әйибләшлиригә «хата шундақла бимәнә» дәп баһа бәрди

димтро кулеба полшаниң пайтәхти варшавада өткүзүлгән тор йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

2121429
кулеба русийәниң әйибләшлиригә «хата шундақла бимәнә» дәп баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина ташқи ишлар министири димитро кулеба 22-март кәчтә русийәниң пайтәхти москвадики бир консерт залида қораллиқ унсурлар тәрипидин елип берилған террорлуқ һуҗумини украина билән мунасивәтләштүрүшниң «хата шундақла бимәнә» икәнликини оттуриға қойди.

димтро кулеба полшаниң пайтәхти варшавада өткүзүлгән тор йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. у «русийә әмәлдарлириниң москвадики террорлуқ һуҗумини украинаға четип изаһлиши» тоғрисидики бир соалға җаваб берип, бундақ изаһлаш «хата шундақла бимәнә» икәнликини тәкитлиди вә русийәниң украинани йаман көрситиш, кәмситиш үчүн, һәммила ишни қилғанлиқини илгири сүрди.

22-март кәчтә русийәниң пайтәхти москвадики бир консерт залида террорлуқ һуҗуми йүз берип, 140 адәм һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر