исраилийәдә нетанйаһуға қарши намайиш долқуни барғансири күчәймәктә

исраилийәдә баш министир бенйамин нетанйаһуға қарши намайиш долқуни барғансири күчәймәктә.

2119351
исраилийәдә нетанйаһуға қарши намайиш долқуни барғансири күчәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт тел авивдә йәнә түмәнлигән исраилийә пуқралири йиғилип, нитанийаһуни истипа беришкә чақирди.

исраилийәлик намайишчилар тел авивниң қаплан кочисиға топланди вә баш министир нитанийаһуға наразилиқ билдүрүп, «сән башта туриватисән, сән җинайәтчи», «һуҗумлар тинчлиқ елип кәлмәйду» дәп шоарларни товлиди.

ғәзәпләнгән амма демократийә мәйданиға йүрүш қилди. намайишчилар исраилийә баш министири нитанийаһу вә бир қисим кабинет әзалириниң моделлириға от қойди.

нитанийаһуға қарши турғучилар исраилийә уруш кабинетиниң пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити һамасниң уруш тохтитиш вә әсир алмаштуруш тәклипини қобул қилмиғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

намайишчилар «урушни тохтат! дәрһал һазирла!» дәп йезилған лозинкиларни көтүрди.

исраилийә сақчилири билән намайишчилар арисида пат-пат тоқунуш йүз бәрди.

ғәззә районида тутуп турулуватқан исраилийәлик әсирләрниң аилә-тавабиатлириму нетанйаһуниң һайфаға йеқин қәйсәрйаға җайлашқан өйи алдида намайиш қилди.

намайиш җәрйанида, һөкүмәткә исраилийәлик әсирләрниң балдуррақ йуртиға қайтип келишигә капаләтлик қилиш чақириқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر