русийәдики пирезидентлиқ сайлимида путин ғәлибә қилғандәк қилиду

рай синаш нәтиҗисигә асасланғанда, владимир путин русийә пирезидентлиқ сайлимида, %87.8 беләткә еришип ғәлибә қилған.

2116589
русийәдики пирезидентлиқ сайлимида путин ғәлибә қилғандәк қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә мәркизий сайлам комитетиниң билдүришичә, русийә федератсийәсидә 15-март (2024) та башланған вә үч күн давамлашқан пирезидентлиқ сайлими, русийәниң әң ғәрбидики каленград районида, москва вақти саәт 21:00 дә сайлам сандуқлириниң пичәтлиниши билән ахирлашқан.

русийә миқйасида 80 дин артуқ районида өткүзүлгән сайлам һәм аваз сандуқида, һәм електронлуқ муһитта елип берилди. сайламға қатнишиш нисбити %74 тин ешип кәтти.  

аваз ташлаш нәтиҗисигә асасланғанда, сайламда мәвҗут пирезидент владимир путин %87.8 авазға еришип ғәлибә қилған.

фом ширкитиниң рай синаш нәтиҗисигә асасланғанда, коммунистик партийәсидин николай харетоноф аран %4.7 авазға, йеңи хәлқ партийәсидин виладислав даванкоф %3.6 авазға, әркин демократлар партийәсидин леонид слутский %2.5 авазға еришкән болуп, %1.4 беләт инавәтсиз дәп қаралған.

дәсләпки бирәсмий санлиқ мәлуматларға асасланғанда, сайламда ғәлибәгә еришкән путин, рәсмий нәтиҗиләр елан қилинғандин кейин қәсәм бериду вә 5 - нөвәт русийә пирезиденти болиду.

йеңи пирезидентниң вәзипә өтәш муддити алтә йил болиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر