боливийәдә кәлкүн апити сәвәбидин 52 киши қаза қилди

боливийәдә йеқинқи 3 ай ичидә йағқан қаттиқ йамғур сәвәбидин кәлкүн апити йүз берп, 52 киши қаза қилди.

2116369
боливийәдә кәлкүн апити сәвәбидин 52 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт таратқулириниң хәвәрлиригә асасланғанда, болупму ла паз қатарлиқ нурғун шәһәрләргә  еғир  тәсир көрсәткән йамғур нурғун кишиләрниң өлүмигә вә маддий зийанға учришиға сәвәб  болған.

боливийәдә йил бешидин буйан йамғур пәсли башланған болуп, 3 ай ичидә 52 киши қаза қилип, 5 киши йоқап кәтти.

һөкүмәт тәрипидин елан қилинған байанатта, қаттиқ йамғурниң 133 йезида кәлкүнгә сәвәб болғанлиқи вә 51 миң 668 кишиниң апәтниң  тәсиригә учриғанлиқи билдүрүлди.

911 өйниң өрүлүп чүшкәнлики, 1251 өйниң қисмән бузулғанлиқи вә йамғур сәвәбидин бәзи районларда «қизил агаһландуруш» елан қилинғанлиқи оттуриға қойулди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر