америка хусийларға тәвә бәш учқучисиз айропиланни  пачақлап ташлиди

америка йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийларға тәвә 5 учқучисиз айропиланни  пачақлап ташлиғанлиқини елан қилди.

2108512
америка хусийларға тәвә бәш учқучисиз айропиланни  пачақлап ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийә мәркизий қоманданлиқ иштаби (CENTCOM)  ниң X  иҗтимаий алақә суписида бу һәқтә байанат елан қилинди.

байанатта, түнүгүн (27 - йанвар) хусийларниң контроллуқидики районлардин учқан 5 учқучисиз айропиланниң райондики сода парахотлириға вә америка деңиз армийәсигә нисбәтән «йеқин тәһдит» дәп бир тәрәп қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, америка айропиланлири вә бирләшмә қисим парахотлири тәрипидин мәзкур учқучисиз айропиланларниң қизил деңизда пачақлап ташланғанлиқи вә деңиз қатниши әркинликиниң қоғдилидиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر