исраилийә әскәрлири җиддий қутқузуш аптомобиллириға зийанкәшлик қилишни давамлаштурмақта

исраилийә қисимлири ғәззә райониниң җәнубидики хан йунус шәһиридә пәләстин қизил ай җәмийитигә қарашлиқ әл-әмәл дохтурханисидики җиддий қутқузуш аптомобиллириниң ачқучлирини оғрилап кәтти.

2100612
исраилийә әскәрлири җиддий қутқузуш аптомобиллириға зийанкәшлик қилишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин қизил ай җәмийити бу һәқтә йазма байанат елан қилди.

байанатта, исраилийә қисимлириниң 20 күндин буйан қоршав астида туриватқан әмәл дохтурханисиға бесип кирип таҗавуз қилғанлиқи вә җиддий қутқузуш аптомобиллириниң ачқучлири билән дохтурхана иҗраийә комитетиға тәвә барлиқ аптомобилларниң ачқучлирини оғрилап кәткәнлики уқтурулди.

исраилийә әскәрлириниң бу ишни «җиддий қутқузуш аптомобиллири мулазимәт қилалмисун» дегән шум нийәт билән  қилғанлиқи билдүрүлди.

исраилийә тәрәп бу әйибләшләргә қарита һечқандақ байанат елан қилмиди.

қизил ай җәмийити алдинқи күнидики байанатида, исраилийә әскәрлириниң әмәл дохтурханисида 8 нәпәр теббий хадимни қошқанда, җәмий 17 кишини тутуп кәткәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر