һамас: рамка келишими тоғрисидики җавабимизни қатар билән мисирға мәлум қилдуқ

һамас (пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити) исраилийә билән әсир алмаштуруш вә уруш тохтитишқа мунасивәтлик рамка келишими тоғрисидики «иҗабий җаваби»ни мисир билән қатарға мәлум қилғанлиқини уқтурди.

2098834
һамас: рамка келишими тоғрисидики җавабимизни қатар билән мисирға мәлум қилдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: һамас йазма байанат елан қилип, «һамас рамка келишимигә мунасивәтлик җавабини мисир билән қатарлиқ қериндашлириға йәткүзди؛ һамас кәң даирилик уруш тохтитишқа толуқ капаләтлик қилиш, хәлқимизгә қилиниватқан һуҗумларға хатимә бериш, ғәззә муһасирисини бикар қилип, униң гүллинишигә капаләтлик қилиш шундақла әсир алмаштуруш мусаписини ахирлаштуруш характеридики мәзкур тәклипкә иҗаби қариди» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта йәнә, қатар, мисир вә исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини тохтитиш үчүн күч чиқарған башқа дөләтләргә миннәтдарлиқ билдүрүлди.

исраилийә һамасниң ғәззәдики тәрәпләр оттурисида музакирә қилинған уруш тохтитиш тәклипигә қайтурған инкасиниң  қатар арқилиқ мосад (истихбарат оргини)қа йәткүзүлүп, әтраплиқ муһакимә қилинғанлиқини уқтурди.

қатар баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурраһман ал сани 28-йанвар вашингтонда бәргән байанати җәрйанида, америка, исраилийә, мисир вә қатар вәкиллириниң фирансийә пайтәхти парижда ғәззәдә уруш тохтитиш елан қилиш вә әсир алмаштуруш мәсилилири тоғрисида сөһбәт өткүзгәнликини билдүргәниди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадаси 7-өктәбир исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини җакарлиған. арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қиличлар» һәрикити қозғиғанлиқини елан қилғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушлар нәтиҗисидә, көп санлиқи балилар вә айаллар болуп, җәмий 28 миңдин артуқ пәләстинлик қаза қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر